Мексика, хитайға қариши иқтсадий күрәштә америка сепигә қетилди
2007.02.26
Мексика һөкүмити дүшәнбә күни сода вә тиҗарәт дәвасида хитайға қарши тунҗи қәдәмни етип, америкиниң сепигә қетилди.
Хәвәрләргә қариғанда, мексика һөкүмити дуня сода тәшкилатиға мураҗиәт қилип, бейҗиң һөкүмитиниң пулат, компютер вә кейим-кечәк санаитигә қиливатқан ярдими тоғрисида хитай һөкүмити билән сөзлишишини халайдиғанлиқини билдүргән.
Америка һөкүмити, сода мәсилисидә президент буш һөкүмитидин хитайға қарши қаттиқрақ позитисйидә болушини тәләп қиливатқан америка дөләт мәҗлисиниң бесими билән 2-феврал күни америка санаәтчилириниң риқабәтлишиш күчини ашуруш үчүн дуня сода тәшкилатиға мураҗиәт қилип, хитайниң бәзи санаәт тармақлириға бериватқан дөләт ярдими мәсилисидә, бейҗиң һөкүмити билән көрүшүш тәлипини оттуриға қойған иди.
Дуня сода тәшкилати мутәхәссислириниң билдүрүшичә, әгәр 60 күнгичә америка-хитай вә хитай мексикониң алақидар даирилири оттурисида елип берилидиған сөһбәтләр нәтиҗә бәрмисә, дуня сода тәшкилати америка вә мексикиниң хитай һәққидики әрзини бирләштүрүши мумкин икән.
Иккинчи қәдәмдә дуня сода тәшкилати 9 ай ичидә хитай һөкүмитиниң һәрикитиниң қанунлуқ яки қанунсиз икәнлики һәққидә қарар чиқридикән.
яврупа иттипақи, австралийә, японийә вә мексика қатарлиқ хитайниң дунядики чоң сода шериклири, америка тәрипидин ечилған даваға үчүнчи тәрәп болуп қатнишишни халайдиғанлиқини билдүргән. Әмма дүшәнбә күни мексика һөкүмити дәвагәр болидиғанлиқини җакарлиди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палатаси хитай товарлириға җазалаш характерлик таможна беҗи қоюш қануни чиқиридиғанлиқини агаһландурди
- Америка хитайниң хәлқара сода сөһбитидә илгири сүргүчилик рол ойнишини үмид қилди
- Америка ташқи сода доклатида хитайни әйиблиди
- Карлос: хитай, америкида бекинмичилик кәйпиятиниң шәкиллинишикә түрткә болмақта
- Америка: хитай вәдисигә "уятсизларчә" хилаплиқ қилмақта