Хитай ширкәтлири иқтисади мәнпәәтинила көзләватиду
2007.01.29
Хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин рәиси чең сивий, хитай ширкәтлирини иш-паалийәтлиридә пәқәт мәнпәәт қолға кәлтүрүшни асаслиқ нишан қилип, өзлириниң иҗтимаий мәсулийәтлиригә сәл қараватиду, дәп әйиблиди. У хитай хәлқ қурултийини бу һадисини тохтитиш үчүн тәдбир елишиқа чақирди.
Чең сивий дүшәнбә күни хитайниң иқтисад журнилида елан қилған мақалисидә, көмүр кан хоҗайинлириниң деһқанларни наһайити начар шәртләр астида ишләшкә зорлаватқанлиқини, йемәклик тәйярлайдиған шәхси ширкәтләрниң, әрзан материялларни ишлитип, инсан саламәтликигә зиянлиқ йемәкликләрни ишләпчиқириватқанлиқини һәмдә карханиларниң паалийәтлиридә муһитқа һечқандақ әһмийәт бәрмәй, муһитни булғаватқанлиқини билдүргән. У хитай ширкәтлириниң бундақ мәсулийәтсиз һәрикәтлири, пәқәт хитай ичидә нурғун мәсилиләрни кәлтүрүп чиқирипла қалмай, хитай ширкәтлириниң чәт дөләтләрдә кеңийшигиму тосқунлуқ қиливатиду, дәп көрсәткән.
Мақалисидә, хитай ширкәтлириниң бу мәсулийәтсизликлириниң алдини елиш керәкликини тәкитлигән чең сивий, "һәтта йеңи тәрәққи қиливатқан дөләтләрдиму чәтәл ширкәтлириниң бундақ мәсулийәтсизлик билән паалийәт елип беришиға йол қоюлмайду. Ширкәтләр тиҗари паалийәтлиридә пәқәт иқтисадий мәнпәәтини қолға кәлтүрүшнила әмәс, баравәрлик, иҗтимаий адаләт вә һәр қайси гуруппилар оттурисидики мәнпәәт тәңпуңлиқиниму нәзәргә елиши керәк дәп көрсәткән.
Мутәхәссисләр, хитайдәк коммунистик партийә һакимийитидики бир дөләттә, хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рәиси вәзиписидики бир әрбабниң, иҗтимаий адаләтсизлик вә ишчиларниң һоқуқиниң дәпсәндә болуватқанлиқи мәсилисини оттуриға қоюши, хитайда иҗтмаий мәсилиләрниң қанчилик еғир икәнликиниң испати һесаблиниду, дейишмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи хитай експорт қилған аяқ кийимлиридин баҗ елишни қарар қилди
- Хитайниң шәнту шәһиридә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар арисидики тоқунушта бир адәм өлди
- Хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси дуня буйичә биринчи болғини бир нумус
- Хитай келәрки он йил ичидә иқтисадий җәһәттин арқиға чикинидикән
- Мутәхәссисләр хитайниң аманәт қәрз өсүмини юқири көтәргәнликигә һәр хил баһа беришти