Хитайниң чәтәл мәтбуатлирини чәкләш сиясити тәнқидкә учриди


2005.09.19

Чегра һалқиған хәлқара ахбарат оргини хәвәрләр гуруһиниң баш мудири руберт мордак, йеқинда бейҗиң даирилирини чәтәл ахбарат органлириниң хитайдики кәспий паалийитини контрол қилиш вә чәкләш билән әйиплиди.

Мордак өткән һәптә сабиқ америка президенти бил клинтон риясәтчилик қилған ню - йорктики бир хәлқара муһакимә йиғинида, бу хил чәклимә чәтәл ахбарат органлириниң хитай базириға кириш пиланини еғир оңушсизлиққа учратти, дәп тәкитлигән. Униң тәкитлишичә, хәвәрләр гуруһиниң кәспий паалийитини хитайға кеңәйтиш пилани " семонт тамға үссүвалған". У, хитай һөкүмитиниң гуманхорлуқи "тәлвилик" дәриҗисигә йетип барди, дәйду.

Мордак узун йиллардин бери кәспий паалийитини хитайға кеңәйтиш йолида тиришмақта иди. Униң хәвәрләр гуруһи бу йил 8 - айда чиңхәй телевизийә истансиси билән һәмкарлишип, хәвәрләр гуруһи қармиқидики юлтуз телевизийә қанили, қанал - қатарлиқ истансиларниң чиңхәй, уйғур аптоном райони, чоңчиң вә бейҗиңларда телевизийә программа тарқитиш тоғрисида келишим түзгән иди. Әмма хитай һөкүмити 8 - айда һөҗҗәт чүшүрүп, йәрлик телевизийә истансилириниң чәтәл мәтбуатлири билән һәмкарлишишини чәклигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.