Хитай иккинчи дуня урушиниң 60 йиллиқи һарписида хитай милләтчиликини тәрғип қилмақта
2005.07.19
Хитай коммунистик партийиси иккинчи дуня урушиниң 60 йиллиқи һарписида түрлүк паалийәтләрни оюштуруш арқилиқ хитай милләтчиликини урғутушқа тиришмақта.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай коммунистик партийиси һәр қайси йәрлик орунларға буйруқ чүшүрүп, уларниң чоқум иккинчи дуня урушиниң 60 йиллиқиға атап һәр хил паалийәтләрни уюштуруши керәкликини билдүргән.
Хитай коммунистик партийә мәркизий комитетиниң тәшвиқат министири лю йүншән йәрлик һөкүмәтләрниң вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси вә хитай милләтчилик роһини урғутушқа дәвәт қилишини тәләп қилип, хитай хәлқиниң вә хитай коммунистик партийисиниң уруштики ролини тәшвиқ қилишқа чақирған.
Лю сөзидә йәнә, " вәтәнпәрвәрлик, пүтүн хитай дөлитини биргә тутуп туридиған яхши күч" дәп билдүргән. Хитай һөкүмити йәнә түрлүк вастиләр билән милләтчилик еңини күчәйтишкә тиришиватқан болуп, буларниң арисида интернет хитай коммунистик партийисиниң муһим тәшвиқат қоралиға айлинип қалди. (Пәридә)









