Хитайдики қум боран вәзийити 2008- йиллиқ олимпик йиғиниға тәһдит болмақта
2006.05.17
Хитайда қум боран апитиниң барғансери еғирлишиши, 2008- йилидики өткүзилидиған олимпик тәнһәрикәт йиғиниға тәһдит болмақта. Мунасивәтлик мутәхәссисләр хитайда қум боран вәзийитиниң еғирлишишидики сәвәбниң, ғәрбий шимал районлардики екологийилик муһитниң бузулуши икәнликини көрсәтти.
Хитайниң дөләтлик орманчилиқ идарисиниң мәлум қилишичә, нөвәттә уйғур елини өз ичигә алған ғәрбий шималий районлардики ички қуруқлуқ су мәнбәлириниң қурушқа йүзлиниши вә йәр асти су йүзиниң төвәнлиши қатарлиқ әһваллар йеқинқи йиллардин буян қум-боран апитиниң көпийишигә сәвәб болған асаслиқ амиллар һесаблинидикән.
Мәзкур идариниң ғәрбий шималдики 3 өлкидә мудапиә орманлиқини бәрпа қилиш назаритидики баш енжинер җаң венмиң, уйғур ели, гәнсу вә чиңхәйдики екологийилик муһитта тохтилип, болупму "қумлуқтики қан томур" дегән намға еришкән уйғур елидики тарим дәрясиниң юқири еқимидин келидиған суниң йилдин-йилға азлап кетиватқанлиқини тәкитлиди. Шу сәвәбтин тарим дәрясиниң төвән еқимидики йешил бостанлиқларниң көлимиму зор дәриҗидә азайған. Шундақла бу мәзкур районлардики чөллишиш әһвалини техиму еғирлаштурған.
Тарим дәрясиниң юқири еқмиға хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш - қурулуш армийә әтрити су амбарларни ясиған болуп, бу узун йиллардин буян йәрлик хәлқләр тәрипидин, юқири еқимдики суни боғивелип төвән еқимға су йетишмәслик пәйда қилғанлиқи билән әйиблинип кәлгән иди.
Җаң венмиң сөзидә йәнә, нөвәттә хитайниң бейҗиңни өз ичигә алған нурғун җайлириниң қум боран апитиниң тәсиригә учраш әһвалиниң йилдин-йилға еғирлишиватқанлиқини көрситип, бу районларниң екологийилик муһитини сақлашниң интайин муһимлиқини әскәртти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң сақчиларға терроризмға қарши туруш тәлим тәрбийиси елип берилмақта
- Хитай әмәлдари муһит булғинишиниң еғирлиқини етирап қилди
- Хитайниң шәнту шәһиридә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар арисидики тоқунушта бир адәм өлди
- Фуҗйәндә 200 гә йеқин киши санаәт булғинишиға қарши наразилиқ билдүрди
- Хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси дуня буйичә биринчи болғини бир нумус