Хитай аҗратқан муһит қоғдаш хираҗити толуқ ишлитилмигән


2005.03.30

Хитай даирилириниң мәлум қилишичә, хитай һөкүмити аҗритиватқан муһит қоғдаш хираҗити еһтияҗлиқ орунларға толуқ йетип бармайдиған болуп, тәкшүрүшкә асасланғанда, һазирғичә аҗритилған хираҗәтниң ٪ 30 иниң из-дерики тепилмиған.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитайниң дөләтлик муһит қоғдаш баш идарисидики пилан түзүш ишлириға мәсул чен бинниң билдүрүшичә, өткәнки бәш йилдин буян һөкүмәт һәр қайси булғанған су мәнбәлири вә тупрақларға җәмий 85 милярд америка доллири хираҗәт аҗратқан. Әмма буниң٪ 70 иниң шу җайларға йетип барғанлиқи ениқланған, лекин қалған пулларниң һесаби чиқмиған.

Чен бин йәнә, кейинки 5 йиллиқ пиланда 2006 - йилидин башлап муһит қоғдаш ишлири үчүн 157 милярд америка доллири хираҗәт аҗритиш пиланлиниватқанлиқини билдүрди. Бу сан хитайниң дөләт ичидики ишләпчиқириш омумий қиммитиниң ٪ 1.5 Игә тоғра келидикән. Әмма, чен бин муһит қоғдаш хираҗити аз дегәндә ٪ 3 тин ашмиғичә униң үнүмини көргили болмайдиғанлиқини ейтти.

Муһит мәсилиси нөвәттә хитай дуч келиватқан еғир мәсилиләрниң бири болуп, хәлқара җәмийитиму хитайдики муһит қоғдаш ишлириниң иқтисадниң тәрәққиятиға йетишмәйватқанлиқини, әгәр хитай буни вақтида яхши бир тәрәп қилмиса, буниң кәлгүсидә хитай үчүн һәл қилиш тәс болған бир мәсилигә айлинидиғанлиқини илгири сүрмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.