Хитай алимлири, хитайдики кирим пәрқи муқимлиқни бузиду дәп, агаһландурмақта
2005.08.22
Хитай алимлири, хитайда шәһәр аһалиси билән йеза аһалиси оттурисида күнсери чоңийиватқан иқтисадий кирим пәрқи кәлгүси 2010 - йилиғичә иҗтмаий муқимлиқни бузуветиши мумкин дәп агаһландурди.
Хитай әмгәк вә хәлқ ишлири назарити тәрипидин елан қилинған бир доклатқа асасланғанда, хитайда шәһәр ләрдә киши бешиға чүшкән йиллиқ кирим миқдари 10000 йүәндин ашқан, ваһаләнки йеза хәлқиниң йиллиқ кирими 3000 йүән әтрапида икән. Шундақла шәһәрләрдә яшайдиған кишиләрниң кирими йезидикиләргә қариғанда оттура һесаб билән икки һәссә көпәймәктә икән.
Доклатта ейтилишичә, йезилардиму кәмбәғәлләр билән байлар оттурисидики дарамәт пәрқи күндин -күнгә көпийиватқан болуп, шәһәрләрдә иштин чиқирилған ишчилар билән йеңи оттуриға чиққан юқири тәбиқә оттурисидики турмуш пәрқиму күнсери кәскинләшмәктә икән.
Доклатта билдүрүлүшичә, әгәр хитай һөкүмити кәлгүси бир нәччә йил ичидә бу мәсилини бир тәрәп қилиш үчүн бир йол тапмиса, 2010- йилидин кейин вәзийәт наһайити җидди бир түс алидикән. (Қанат)