Хитай һөкүмити, тәйвәнни мустәқиллиқ мәсилисидә йәнә агаһландурди


2005.07.31

Хитай һөкүмити йәкшәнбә күни, хитай азадлиқ армийиси қурулғанлиқиниң 78 йиллиқини хатириләш мурасимида, тинчлиқни қоғдайдиғанлиқини тәкитләш билән биргә, тәйвәнни мустәқиллиқ елан қилмаслиқ тоғрисида йәнә агаһландурди.

Хитай мудапиә министири сав гваңчүн хитай армийиси қурулғанлиқиниң 78 йиллиқи мунасивити билән бейҗиңда өткүзүлгән мурасимда "хитай һәрбий истратегийиси тинчлиқни мәқсәт қилған бир истратегийидин ибарәт " дегән.

Лекин, америка мудапиә министирлиқи мушу айниң башлирида хитайниң һәрбий паалийәтлири тоғрисида доклат елан қилип, хитайниң армийисини наһайити тиз тәрәққи қилдуриватқанлиқини, әгәр хитайниң армийисини күчләндүрүш паалийәтлири мушундақ давам қилса, бу тәйвән боғузидики һәрбий тәңпуңлуқни бузуп, райондики башқа дөләтләр үчүн чоң бир тәһдид болуп оттуриға чиқиши мумкинлиқини билдүргән иди.

Йәнә бу айниң башлирида бир хитай гениралиниң, әгәр америка тәйвән билән хитай оттурисидики бир һәрбий тоқунушқа арилашса, хитай америкиға қарши ядро қорал ишлитиду дәп агаһландуруши, америкида хитайниң һәрбий мәқсәтлири тоғрисида җиддий муназириләр ниң башлинишиға сәвәп болған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.