Хитай һөкүмити "ню - йорк вақти гезити" ниң мухбири җав йәнни қайта сотлайду
2006.05.15
Хитай даирилири буниңдин икки ай илгири " ню - йорк вақти гезити" ниң бейҗиңдики ялланма хадими җав йәнни әйибләштин ваз кәчкәндин кейин, тәптиш даирилири йеқинда униң үстидин қайта әйибнамә һазирлиди.
Җав йәнниң адвокати мо шавпиңниң ройтерс ахбарат агентлиқиға ашкарилишичә, у хитай һөкүмити җав йәнни бу қетим қандақ җинайәт билән әйибләйдиғанлиқини билмисиму, лекин тәптиш даирилири өткән җүмә күни униңға җав йән үстидин әйибнамә һазирлиғанлиқини вә сот мәһкимисигә йоллиғанлиқини билдүргән. У, "тәптиш оргини маңа җав йәнниң дилоси үстидин қайта тәкшүрүш елип берилғанлиқини вә униң әйиблинидиғанлиқини билдүрди," дәйду.
Адвокатниң әскәртишичә, тәптиш оргининиң бу һәрикитиниң қанун асаси йоқ икән. Адвукат, җав йәнниң һазирғичә тутуп турулушини " пүтүнләй қанунсизлуқ," дәп тәкитлимәктә.
Хитай һөкүмити буниңдин икки ай илгири җав йәнни әйибләштин ваз кәчкәнликини елан қилған болуп, әйни чағда хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америкини зиярәт қилишиға бир ай қалған вә хитай һөкүмити хуниң зияритини тарихий әһмийәткә игә муһим зиярәт, дәп қарап хитай - америка мунасивитигә көләңгү чүшүдиған һәрикәтләрдин йирақ турушқа тиришмақта иди.
Җав йән илгири " җоңго ислаһат" жорнилиниң мухбири болуп ишлигән вә 200 4- йили 9 - айда қолға елинғичә америкидики әң чоң гезитләрдин "ню - йорк вақти" гезитиниң бейҗиңда турушлуқ ишханисида хизмәт қилған. Хитай даирилири җав йәнни дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш билән әйиблигән болсиму, лекин униң конкрет җинайитини елан қилип бақмиди.
Хәвәрләргә қариғанда җав йән хитайниң сабиқ дөләт рәиси җаң земинниң мәхсус айропиланиға мәхпий аңлаш әсваби орунлаштурулғанлиқини ашкариливетиш вәқәси билән мунасивәтлик болуши мумкин. Лекин "ню - йорк вақти гезити" бу һәқтики хәвәрниң мәнбәси җав йән икәнликини рәт қилип кәлмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити чәтәл мәтбуатлириниң хитайға киришини чәкләшкә башлиди
- Тор бәт башқурғучилири хитай һөкүмәт бәлгилимисигә қаршилиқ көрсәтмәктә
- Хитай, чирикликни паш қилған бир мухбирни қолға алди
- Хитай, ню - йорк вақти гезити мухбири җав йәнни әйибләштин ваз кәчти
- Хитай компартийисиниң сабиқ әмәлдарлири хитайниң мәтбуат контроллуқини әйиблиди