Ху җинтав уруп өлтүрүлгән мухбир делосини тездин бир тәрәп қилиш буйруқи чүшүрди
2007.01.25
Фирансийә агентлиқиниң чаршәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай рәһбири ху җинтав буйруқ чүшүрүп, шәнши датоңда уруп өлтүрүлгән мухбирниң делосини тездин тәкшүрүп бир тәрәп қилишни тәләп қилған.
1 - Айниң 10 - күни "хитай сода гезити" ниң шәнши мухбирлар понкитидики лән чеңҗаң қатарлиқлар хуййән наһийисидә қанунсиз ечилған көмүр канни зиярәт қиливатқанда, көмүр кан игиси вә униң гумаштилири тәрипидин қаттиқ урулған. Лән чеңҗаң қутқузуш үнүм бәрмәй өлгән.
Нөвәттә хитай сақчи даирилири, 7 нәпәр җинайәт гумандарни қолға алған, қечип кәткән 3 нәпәр җинайәт гумандарлириниң издәк - сориқи җидидий елип берилмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, 2006 - йили 9 - айдин буян, бейҗиң, гуаңдоң, шәнши қатарлиқ җайларда арқа - арқидин мухбирларни уруп зәхмиләндүрүш вәқәси йүз бәргән, мунасивәтлик хадимларниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити нөвәттә пүтүн җәмийәт миқясида ахбаратчилиқ хизмитигә көңүл бөлүш, ахбаратчиларниң қанунлуқ һоқуқини қоғдаш тәдбирлирини күчәйтишни тәшәббус қилмақта икән.
Әмма көзәткүчиләр буни, хитайниң 2008 - йили олимпик тәнтәрбийә мурасими өткүзүлүш һарписида елип бериватқан көз боямчилиқ һәрикити дийишмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда бир мухбир көмүр канни зиярәт қиливатқанда уруп өлтүрүлди
- Хитай мәтбуат тәшвиқатини күчәйтиш арқилиқ хитайни хәлқара җамаәтчиликкә тоғра тонутушни тәшәббус қилди
- Хитай жорналистларни қамаш җәһәттә дуня бойичә баш түрмә
- Хитай олимпик йиғини җәрянида чәтәллик мухбирларға қаритилған чәклимини бошаштурмақчи
- Хитай сот мәһкимиси җасуслуқ билән әйибләнгән хоңкоң мухбириниң әрзини қобул қилишни рәт қилди