Мухбирлар байрими күнидә чәтәл мухбирлириниң зиярәт қилиши чәкләнди
2007.11.08
"Җоңгу мухбирлар байрими" мунасивити билән өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилған хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җәнчав " : дөлитимиздә мухбирларниң зиярәт қилиш әркинлики толуқ капаләткә игә қилинди " дәп билдүргән. Бирақ чәтәл мухбирлири униңға, бир қанчә саәт илгири өйлиридин мәҗбурий көчүрүветилгән аһалиларни зиярәт қилишта қейинчилиққа учриғанлиқини билдүрүп, өзлириниң сақчилар тәрипидин қоғливетилгәнликини ейтқан . Бу арида йәнә, мухбирларни қоғдаш комитети, җоңгу һөкүмәт даирилириниң түрмә ичидики мухбирларни дәрһал қоюп беришни тәшәббүс қилди.
Испанийилик бир аял мухбир , мухбирларни күтивелиш йиғинида лю җәнчавға пәйшәнбә күни чүштин бурун өзиниң бейҗиң чәнмин районида өйлиридин мәҗбурий көчүрүветилгән кишиләрни зиярәт қиливатқанда сақчиларниң қаттиқ тосқунлуқиға учриғанлиқини, сақчиларниң униңдин паспорт вә материялларни көрситишини тәләп қилғанлиқини ейтип, сақчиларниң қанун бойичә иш көрмигәнликини шуниңдәк бейҗиңниң олимпик җәрянидики зиярәт қилиш қаидилиригә әмәл қилмаслиқтәк қилмишлири үстидин нарази болғанлиқини билдүргән.
Мәркизи нюйорктики мухбирларни қоғдаш комитети игилигән мәлуматлардин қариғанда, хитайда мухбирлар байрими күнигә қәдәр 29 мухбир йәнила түрмә ичигә қамалған болуп, хитай хәлқара олимпик комитетиға йәни ахбарат әркинликигә әмәл қилиш һәққидә бәргән вәдисигә әмәл қилмиған. Мухбирларни қоғдаш комитетиниң мәсули, хитай даирилиридин, мухбирлар байрими мунасивити билән түрмә ичидики мухбирларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайда ахбарат әркинлики изчил қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойди
- Америка федерал соти яху интернет ширкити үстидин испат йиғини ачмақчи
- Хитай америкиниң диний әркинлик доклатидики баянларни рәт қилди
- Президент буш, хитайни техиму көп әркинликкә дәвәт қилди
- Атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди
- Америка диний әркинлик комитети хитайни әйиблиди
- Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди
- Меркел, хитайда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқи үчүн алқишқа еришмәктә
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: кишилик һоқуқни бихәтәрликкә қурбан қиливетишкә болмайду
- Тәйвән хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоллайду