Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
2008.02.11
Бу йиллиқ олимпик йетип келиштин илгири, хитай һөкүмити бир нәччә йилдин буян түрмидә йетиватқан гезит муһәррири йү хвафеңни түрмидин бошатти. Йү хвафең әсли гуаңдуң өлкисидә чиқидиған авангарт гезит: җәнуб астанә гезити(南方都市报 ) ниң муавин баш муһәррири болуп, 2004- йили чириклик җинайити билән 12 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.
2004- Йили гуаңдуң соти йү хвафеңни чириклик җинайити билән әйибләп 12 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған болуп, кейин униң наразилиқ әрзи қобул қилинип түрмидә йетиш муддити 8 йилға қисқартилған иди.
Әмма, нурғун кишиләр йүгә артилған җинайәтләрни ойдурма дәп қарайдиған болуп, башқиларниң тонушичә, йү хвафең муһәррирликидики гезитниң әсли 2003- йили хитайда тарқалған сарис кесилини әң көп вә актип һалда хәвәр қилғанлиқи вә 2003- йили бир адәмниң тутуп туруш орнида өлүп кәткәнликини хәвәр қилғандин кейин сақчиларниң зораванлиқиға қарши җамаәт пикриниң техиму улғийип кетишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи сәвәб болған икән.
Әйни вақитта мәзкур гезиттин җәмий үч адәм қолға елинған болуп, буларниң ичидә баш муһәррир ли минйиң вә муһәррир чең йиҗуңлар бар. Ли минйиң 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип 3 йилдин кейин қоюветилгән болса, бу гезитиниң муһәррири чең йиҗуң бәш ай тутуп турулғандин кийин 2004- йил авғустта қоюветилгән.
Хитай дуня буйичә язғучи, мухбирларни әң көп түрмигә ташлайдиған дөләт болуп, һазир хитайда түрмидә йетиватқан 40 нәпәр язғучиниң 4 нәпири уйғур илидин.
Өткән йилиниң ахирида дуня қәләмкәшләр җәмийити хитай президенти ху җинтавға очуқ хәт йоллап 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикидин бурун, сөз, пикир вә мәтбуат әркинликини һөрмәт қилип түрмидики мәзкур язғучиларни қоюветишни тәләп қилған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай кишилик һоқуқ вәдисидә турмиди
- Олимпиккә йерим йил қалған пәйтләрдә хитай һәр түрлүк мәсилиләргә дуч кәлмәктә
- Хитайда уйғур ахбарат саһәси техиму еғир тәқип астида
- "Сингапор боғузи вақти" гезитиниң мухбири чин шяң муддәттин бурун қоюп берилди
- Олимпик комитети ахбарат әркинлики җәһәттә бәргән вәдисини ақлимиди
- Уйғур боксйор муһәммәд турсун олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишиш салаһийитигә еришти
- Сербийидә президент сайлими өткүзүлди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Мухбирларни қоғдаш комитети хитайдин түрмә ичидики мухбирларни қоюп беришни тәләп қилди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди