Хитай һөкүмити өзи мухбирлар өмики тәшкилләп тибәткә әвәтти


2008.03.26

Франсийә агентлиқиниң 25 ‏- март күни җәнвәдин хәвәр қилишичә, йеқинда асияда һөкүмәткә беқинмайдиған 65 тәшкилат бирләшкән дөләтләр тәшкилатини тибәт мәсилисигә көңүл бөлмиди, дәп тәнқид қилип, тибәттики кишилик һоқуқ вәзийитини тәкшүрүш үчүн хәлқаралиқ өмәк әвәтишни җиддий тәләп қилған иди.

Б б с ниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай дөләт кабинити учур ишханиси бүгүн тибәттә йүз бәргән вәқәни зиярәт қилиш үчүн бир мухбирлар өмики тәшкилләп лхасаға әвәткән. Хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң баянатчиси чин гаңниң ейтишичә, бу мухбирлар өмики лхасаға берип үч күн ичидә 'далай гуруһиниң қанунсиз унсурлири садир қилған уруш, чеқиш, булаш, от қоюш һәрикитиниң дәлил -испатлири 'ни вә қачақтики қанунсиз унсурларни ахтуруш, тутуш, бастуруш әһвалини көрүп келидикән. Хитай һөкүмити өзи тәшкиллигән бу мухбирлар өмикини 'чәтәл учур вастилири' дәп җакарлиған.

Хәвәрдә баян қилишиничә, хитай һөкүмити оюштурған бу 'мухбирлар өмики' гә тәклип қилинған 30 нәпәр мухбир асасән хоңкоңдики симсиз телевизийә истансиси, сумруқ телевизийә истансиси, миңпав гезити, җәнубий хитай сәһәрлик гезити, винхуй гезитиидин ибарәт 5 орундин; тәйвәндики мәркизи агентлиқи, дуңсен хәвәрлири, бирләшмә хәвәр гезитидин ибарәт 3 орундин таллап тәклип қилинған мухбирлар болуп, буларниң ичидә йәнә йерим арал телевизийиси, нһк қатарлиқ 9 орундин тәклип қилинған бир нәччә кишиму бар. Әмма хитай һөкүмитиниң б б с қатарлиқ әркин, мустәқил учур вастилирини бу өмәккә тәклип қилмиғанлиқи хәлқарада өзгичә инкас пәйда қилди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.