Хитай сақчилри намайиш өткүзмәкчи болғанларниң рәһбирини қолға алди
2004.08.30
Ройтирс агинтлиқиниң дүшә нбә күни бейҗиңдин хәвәр қилишичә , хитай сақчилри бйҗиңда киләр ай , чириклик вә кишилик һуқуқниң дәпсәндә қилинишға қарши намайиш өткүзүш үчүн бейҗиң сақчи даирилиригә 10000 киши намидин илтимас сунған йи гавҗу ни қолған алған .
Хәвәрләргә қариғанда , йи гавҗу бейҗиңда наразилиқ намайиши өткүзүш үчүн 10000 киши намидин һөкүмәт даирилиригә илтимас сунған икки кишиниң бири болуп , бейҗиң сақчи даирилири улар ниң икки һәптидин кийин өткүзүшни пиланлиған намайиш үчүн сунған илтимасини рәт қилған икән . Әгәр бейҗиң сақчи даирилири рухсәт қилған болса , бу -1999 йилидин бири бейҗиңда өткүзүлгән әң кәң көләмлик намайиш һисаплинатти .
Көпчиликкә мәлум болғандәк , -1999 йили фалоң гоң тәриқитиниң муритлири хитай комонист партийиси мәркизи көмитити йиғин өткүзииватқан бир пәйттә , бейҗиңда кәң көләмлик бир наразилиқ намайиши өткүзгән иди .
Киләр ай өткүзүлүши пиланланған наразилиқ намайишиниң икки тәшкиллигүчисиниң бири болған ни йилан , тилифон арқилиқ ройтерс агеитлиқиниң мухбириға бәргән баянатида, түрлүк мәсилиләрдә һөкүмәт рәһбәрлиригә әрз вә шкайәтлирини сунуш һәрқайси өлкә вә шәһәрләрдин килип бйҗиңда туриватқан 10000 дин көпрәк киши киләр айда наразилиқ намайши тәшкилләш илтимасиға қол қойди . Чириклик вә һуқуқниң дәпсәндә қилиниши мәсилилиридә һөкүмәт рәһбәрлиригә әрз сунуш үчүн бейҗиңға киливатқан кишиләрниң сани күндин- күнгә көпәймәктә диди . (Қанат)