Әнхүйдә он миңдин артуқ пинсийигә чиққан ишчи намайиш өткүзди
2004.10.25
Хитайниң әнхүй өлкиси баңбу шәһиридә он миңдин артуқ пинсийигә чиққан ишчи өткән һәптиниң ахири кочиларға чиқип, мал баһасиниң өрлишигә вә пинсийә тәминатиниң азлиқиға қарши намайиш өткүзгән.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда,намайиш бир нәччә күн давамлашқандин кийин, баңбу шәһәрлик һөкүмәт даирилири җидди йиғин ечип, пинсийигә чиққан ишчиларниң турмуш пулини өстүрүшниң имканийитини музакирә қилған. Әмма һөкүмәт даирилири бу һәқтә намайишчиларға һичқандақ вәдә бәрмигән.
Нурғун намайишчилар өзлириниң пинсийә һәққиниң азлиқини, давалиниш расхоти рәт қилиниватқанлиқини шикайәт қилған. Хитайдики әмгәкчиләр һоқоқини күзитиш тәшкилатиниң мәлуматлириға қариғанда, пинсийигә чиққан ишчилар өткүзгән бу намайишта өткән җүмә күнидин башлап шәһәрдики муһим қатнаш түгүнлири тосулған. Намайиш дүшәнбә күнигичә давамлашқан. Баңбу шәһәрлик һөкүмәт нәччә йүзләп сақчини әвәткән болсиму, әмма намайишни тосалмиған. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сақчилири чоңчиңдики топилаң мунасивити билән 40 адәмни қолға алди
- явропа бирлики хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириға етибар бериш түзүмини әмәлдин қалдурмақчи
- Чоңчиңдики намайишта кишиләр сақчи вә һөкүмәт бинасиға һуҗум қилди
- Хитай, хәлқ пули қиммитини монопол қилиш һәққидики әйипләшни рәт қилди
- Бир хитай ишчиси ишқа орунлаштуруш идарисиға наразилиқ билдүрүп өзигә от қоюп бәрди
- Шәншидә 10 миңдин көп ишчи иш ташлиди
- Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш сияситигә қарши чиққан икки кишини түрмигә ташлиди
- Хитай сақчилри намайиш өткүзмәкчи болғанларниң рәһбирини қолға алди
- Фуҗийән деһқанлири сақчиларниң зораванлиқиға қаршилиқ билдүрди
- Бейҗиңда хитай деһқанлар намайиш өткүзди