Гуаңҗу вә шенҗен шәһәрлиридә японға қарши намайиш йүз бәрди
2005.04.10
Шәнбә күни, 6 миңдин артуқ киши бейҗиңниң хәйдән районида японға қарши һәрикәт қозғаш үчүн йиғилип, арқидин японийиниң хитайда турушлуқ баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзгән .
японийиниң хитайда турушлуқ баш әлчиханисиниң баянатчисиниң билдүрүшичә, охшашла йәкшәнбә күниму шенҗен шәһиридә 10 миңға йеқин киши намайиш елип берип, японийә мәбләғ салған сода ширкитини қоршивалған.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвиридә көрситилишичә, намайишчилар "японийиниң тарих дәрслик китабида 2 - дуня уруши дәвридики уруш җинайити, болупму хитайда елип берилған таҗавузчилиқ һәрикәтлири тилға елинмиди" дегәнни баһанә қилип, мәзкур намайишни елип барған икән.
Шу күни йәнә, гуаңҗу шәһиридә 3 миңға йеқин киши японийиниң гуаңҗуда турушлуқ консулханиси алдида шоарлар товлап, сақчиларниң контрол сизиқидин бесип өтүшкә тиришқан.
Намайишчилар, япон рестуранлириға тухум етип, ишик - дәризилирини чаққандин сирт, йолларда тохтитип қоюлған япон аптомобиллирини уруп чаққан вә һәтта япон байрақлирини көйдүрвәткән.
Бу арида, японийиниң ташқи ишлар министири, хитайниң японийидә турушлуқ баш әлчиси билән көрүшүп, хитайда йүз бәргән чоң көләмлик намайиштин нарази болғанлиқини билдүрди вә хитай даирилириниң дәрһал рәсмий йосунда японийә тәрәптин кәчүрүм сорап, келип чиққан зиянларни төләп беришни тәләп қилди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийиниң тарих дәрслики токйо билән бейҗиң оттурисидики сүркилишни күчәйтти
- Хитайда японийигә қарши намайишлар улғайди
- японийә билән хитайниң санкако тақим араллири мәсилисидики ихтилап күчәйди
- Хитай һөкүмити японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини қайта әйиплиди
- Хитай японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини әйиплиди