Хитайдики японийигә қарши намайишлар көплигән шәһәрләргә таралди
2005.04.17
Хитайниң шаңхәй шәһиридә шәнбә күни японийигә қарши кәң - көләмлик намайиш йүз бәргәндин кийин, японийигә қарши наразилиқ намайишлириниң йеңи бир долқун отлири йәкшәнбә күни шинҗин, шиняң, нәнниң , хоңкоң қатарлиқ шәһәрләргә туташти.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тәхминән 10 миңдәк киши йәкшәнбә күни шинҗин шәһириниң җәнубидики японийә сода сарийиниң сиртида намайиш өткүзгән. Нәччә миңлиған намайишчилар йәнә лявниң өлкисиниң мәркизи болған шиняң шәһиридә, японийә консолханисиниң алдиға келип наразилиқ паалийәтләрни елип барған. Бир қисим кишиләр хитай сақчилириниң тосушиға қаримастин, консулханиға қаритип таш атқан. Нәнниң шәһириниң мәркизидики мәйдандиму нәччә йүзлигән алий мәктәп оқуғучилири японийигә қарши паалийәтләрни елип барған.
Хоңкоңда, нәччә миңлиған кишиләр шәһәр мәркизидә японийиниң уруш мәзгилидә өткүзгән қилмишлириға қаршилиқ билдүрди. Әмма хитайдикигә охшимайдиған йери, хоңкоңдики намайиш тинчлиқ билән елип берилған.
Шәнбә күни, шаңхәйдики намайишта, нәччә он миңлиған кишиләр японийә баш консулхана бинасиниң алдиға йиғилип, зораванлиқ вәқәләрни садир қилған иди. Бәзи намайишчилар консулхана бинасиға таш вә тухумларни етип, дәризиләрни чеқивәткән. Йәнә бәзилири кочилардики японийидә ишләнгән машиниларни уруп - чаққан. Намайишчилар йәнә японийичә он нәччә ристуранни вәйран қилған. Нәччә миңлиған топилаңни бастуруш сақчилири гәрчә намайишчиларни японийә консолханисидин йирақлаштурған болсиму, бирақ намайишни тосимиған.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитайниң шинхуа агентлиқи ингилиз тилидики хәвәрлиридә шаңхәйдики намайишни хәвәр қилғандин сирт, хитайниң башқа мәтбуатлири вә телевизийә орунлири бунамайиш һәққидә мәлумат бәрмигән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити пуқралирини қанунсиз намайиш өткүзмәсликкә агаһландурди
- Вен җябав, японийини "тарих билән йүзлишиш" кә чақирди
- японға қарши намайишлар давам қилмақта
- японийә: хитай һөкүмити хитайдики японийиликләрниң бихәтәрликигә мәсул болуши керәк
- Гуаңҗу вә шенҗен шәһәрлиридә японға қарши намайиш йүз бәрди