Ғәзәпләнгән деһқанлар муһитқа зиянлиқ бир завутқа һуҗум қилған
2005.07.19
Йеқинда хитайниң шаңхәй шәһиригә қарашлиқ шинчаң кәнтидики нәччә йүз деһқан бу йәрдики муһитқа зиянлиқ дәп қариған бир дора ишләпчиқириш завутиға һуҗум қилип, завутни тақиветишни тәләп қилған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу намайиш 4 -июл күни башланған болуп, шинчаң вә униң әтраптики бир қанчә йезилардин кәлгән деһқанлар қошулуп, нәччә йүз киши бу завутқа һуҗум қилған һәтта завутниң тосақ тамлирини өрүп ташлап, аманлиқ қоғдаш бинасиға бөсүп киргән.
Мәзкур завуттики шү фамилилик бир хадимниң билдүрүшичә, бу завут 4 - июл күнидин башлап һазирғичә ишләпчиқиришни тохтатқан шундақла деһқанлар гәрчә завут әслиһәлиригә һуҗум қилмиған болсиму, әмма ишләпчиқириш тохтап қалғанлиқи үчүн завут мәлум дәриҗидә иқтисадий зиянға учриған.
Нөвәттә хитайда деһқанлар вә намрат районлардики кишиләрниң наразилиқи барғансери күчийватқан болуп, хитайниң чәт районлиридики 800 милйонға йеқин киши хитайниң иқтисадий гүллинишидин бәһримән болалмайдикән. Униң үстигә кәмбәғәлләр билән байлар оттурисидики пәрқ вә чириклик мәсилилири, хәлқләр билән һөкүмәт оттурисида түрлүк маҗраларниң келип чиқишиға сәвәб болмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоңда пуқралар он миң кишилик намайиш өткүзүп демократийә тәләп қилди
- Пинсийигә чиққан азадлиқ армийә офитсерлар бейҗиңда намайиш қилди
- Хитайда йүз бәргән топилаңда 80 қа йеқин сақчи яриланди
- Хитай аҗратқан муһит қоғдаш хираҗити толуқ ишлитилмигән
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ доклатидики әйипләшләрни рәт қилди