Хитай даирилири әскәрләрниң намайишқа чиқишини чәклиди
2005.08.16
Хитайда хәлқ намайишлириниң көпийишигә әгишип, хитай һәрбий даирилири йеқинда йеңи бәлгилимә чиқирип, хитай әскәрлириниң һәр хил шәкилдики намайишларға қатнишишиға рухсәт қилинмайдиғанлиқини билдүрди.
"Азатлиқ армийә күндилик гезити" ниң хәвиридә мәлум болушичә, йеңи бәлгилимә бойичә, һәрбий форма кийгән һәр қандақ аял яки әр әскәрниң, намайиш уюштуруши вә яки әрз сунуп һазирланған һәр қандақ шәкилдики йиғилишларға қатнишиши чәкләнгән.
Гезиттә йәнә, партийиниң армийигә болған рәһбәрликигә бойсунмай, дөләтниң яки армийиниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзидиғанлики паалийәтләргә қатнишип қалған һәр қандақ бир һәрбий хадимниң, партийидин дәрһал қоғлап чиқирилидиғанлиқи агаһландурған.
Бу йил 4 - айда пенсийигә чиққан 2000 дин ошуқ хитай азадлиқ армийә әскири, пенсийә пули вә башқа капаләт тәминатлириниң төвәнликидин нарази болуп, бейҗиңда йиғилип намайиш өткүзгән иди. Хитай демократик күзәткүчилириниң қаришичә, хитай коммунист даирилириниң бу бәлгимиси йәнә, хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң ички қисмидики өзлиригә болған наразилиқларни йоқитишқиму қаритилиши мумкин икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хубейда онмиңлиған хәлқ хваңши шәһәрлик һөкүмәтни қоршивалди
- Хитай деһқанлар йәр - земин давасида һөкүмәтни йәңди
- Олимпик қурулушида йеридин айрилған деһқанлар намайиш қилғанлиқи үчүн тутқун қилинди
- Ғәзәпләнгән деһқанлар муһитқа зиянлиқ бир завутқа һуҗум қилған
- Хоңкоңда пуқралар он миң кишилик намайиш өткүзүп демократийә тәләп қилди