Хоңкоңда зең чиңхоңға қарши намайишлар өткүзүлди
2005.09.11
Хитайниң муавин дөләт рәиси зең чиңхоңниң 9 -сентәбирдин 11 -сентәбиргичә болған хоңкоңдики зиярити давамида, бу йәрдә көп қетим қаршилиқ намайишлири елип берилди.
Әнглийә б б с радио-телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, намайишлардин сирт йәнә, хоңкоң һөкүмитиниң зең чиңхоң үчүн орунлаштурған мәхсус күтивелиш зияпитидә, хоңкоң қанун турғузуш оргинидики ляң гуаңлйе орнидин туруп, "4 -ийон вәқәсигә қайта баһа берилсун, сиясәт хәлққә қайтурулсун, бир партийә һөкүмранлиқ қилиш түзүмигә хатимә берилсун" дәп шуар товлиған. Ахирида зияпәт залидики аманлиқ қоғдиғучи сақчилар уни залдин елип чиқип кәткән.
Шундақла зияпәт залиниң сиртида 100 дин ошуқ фалунгоңчилар намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң фалунгоңчиларға қаратқан бастурушини тохтитишини тәләп қилған.
Хоңкоң сақчи даирилири зеңниң бу йәрдики зиярити давамида аманлиқ ишлирини алаһидә чиң тутуп, у турушлуқ меһманхана вә у паалийәт қилидиған җайларниң әтрапидики кочиларға нурғун сақчиларни орунлаштурған. (Пәридә)