Хитай һөкүмити сақчиларниң намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини етирап қилди
2005.12.11
Хитай һөкүмити гуаңдуңда йүз бәргән сақчиларниң намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини етирап қилсиму, лекин сақчиларниң һәрикитини қоғдашқа тиришип, намайишчилар һөкүмәтни қаттиқ һақарәтлигәнлики үчүн, сақчиларниң аччиғида оқ чиқирип ташлиғанлиқини изаһатлиди.
Бу хитай һөкүмитиниң 6 -декабир бу вәқә йүз бәргәндин буян тунҗи қетим бу һәқтә хәвәр елан қилиши болуп һесаблиниду. Хитай даирилири йәнә, намайишқа чиққан хәлқниң електир истансисиға һуҗум қилғанлиқини ейтип, бу қетимлиқ тоқунушта 3 кишиниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини билдүрди.
Әмма ройтерис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, шәнвейдики аһалиләр сақчиларниң аз дегәндә 20 дин көп кишини етип өлтүргәнликини ейтмақта. Уларниң ейтишичә, у намайишқа миңдин көп киши қатнишип, һөкүмәтниң електир истансиси қуруш намида деһқанлардин еливалған йәрләр үчүн берилгән һәқниң йетәрлик болмиғанлиқиға нарази болған.
Әгәр улар ейтқандәк һәқиқәтән 20 нәччә кишиниң өлтүрүлгәнлики ениқланса, у һалда бу 1989 - йилидики тйәнәнмен вәқәсидин буянқи, хитай бихәтәрлик хадимлириниң чоң көләмлик қораллиқ һуҗуми һесаблиниду. (Пәридә)