Тйәнҗинниң лйүшәнхи йезисида йүзлигән деһқан намайиш өткүзди
2006.03.16
16- Март күни, тйәнҗинниң лйүшәнхи йезисида йәр-земинлири һөкүмәт тәрипидин тартивелинған йүзлигән киши намайиш өткүзүп, һөкүмәт даирилиридин йәрлирини қайтуруп беришни тәләп қилди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай баш министири вен җябавниң өткән һәптә хитай деһқанлириниң һоқуқи тоғрисидики сөзлиридин илһамланған намайишчилар, йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири келип биз билән сөһбәтләшмигичә, наразилиқ һәрикитимизни давамлаштуримиз, дегән.
Хитай баш министири вен җябав 14 - март күни хитай телевезийисидә бәргән баянатида, деһқанларниң йәр-земинлирини қанунсиз тартивалған йәрлик әмәлдарларни қаттиқ тәнқид қилип, биз деһқанларниң демократик һоқуқлириға, болупму, уларниң тохтам билән алған йәрлирини өз хаһиши бойичә, мустәқил ишлитиш һоқуқиға һөрмәтлик қилишмиз керәк, дегән иди.
Хитайда, деһқанларниң йәр-земинлирини чирикләшкән йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири наһайити аз төләм пули берип, сетивелип андин бу йәргә өй вә кархана селип көп мәнпәәт қолға кәлтүрмәктә. Йәрлик һөкүмәт әмәлдарлириниң бу һәрикитигә қарши наразилиқ билдүргән деһқанлар асасән сақчилар тәрипидин қаттиқ бастурулмақта.
Әмма, деһқанларниң наразилиқ һәрикити күнсери көпәймәктә. Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң билдүрүшичә, өткән йили хитайда 87000 җамаәт тәртипини бузидиған вәқә йүз бәргән. Бу вәқәләрниң бәзилири хитай сақчилири тәрипидин қанлиқ бастурулған болуп, хитайниң җәнубий районида елип берилған бир наразилиқ һәрикити җәрянида 30 намайишчи сақчилар тәрипидин өлтүрүлгән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда қозғалған күч улап ашлиқ елан қилиш һәрикити 20 - күнигә қәдәм қойди
- Йүннәндә сақчилар билән пуқралар оттурисида тоқунуш йүз бәрди
- Вен җябав, йәрлик һөкүмәтләрни тарихий хаталиқ өткүзүш билән әйиблиди
- Хитай һөкүмити, хитай сақчилириниң гуаңдуңдики һәрикитини ақлиди
- Гуаңдоңда деһқанлар билән сақчилар тоқунушуп қалди