Җеңҗуда оқуғучиларниң наразилиқ қаршилиқ һәрикити йүз бәрди


2006.06.21

Җеңҗу университетиға қарашлиқ шеңда иниститотиниң 10 миңға йеқин оқуғучилири деплом мәсилиси билән наразилиқ билдүрүп, мәктәп ичидә чоң қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқарғандин кейин, чаршәнбә күни сақчи даирилири вә мәктәп бирликтә оқуғучиларни тинчлинишқа дәвәт қилди.

Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, оқуғучиларниң наразилиқи өткән һәптә ахири башланған болуп, җеңҗу универстети тармиқидики шеңда сода-иқтисат башқуруш иниститотиниң 5000 ға йеқин оқуғучиси, уларға тарқитилған депломниң җеңҗу университети тәрипидин берилмигәнликикә нарази болуп, синип вә ятақ биналиридики нәрсиләрни уруп чаққан. Һәтта бәзилири кочиларғичә чиқип намайиш қилған.

Кейин буниңға йәнә нурғун оқуғучилар қошулуп, мәктәп әслиһәлирини бузуп чеқиштин сирт йәнә, кочилардики йол чирақлири, телефон боткилири, дукан һәтта банкиларғичә һуҗум қилған. Бу вәқә сәвәблик нәччә йүз сақчи оқуғучиларни кочидин қайтуруп келип, сөһбәт өткүзүшкә тиришқан болсиму, лекин сөһбәт йәнила нәтиҗисиз ахирлашқан. Сақчилар йәнә оқуғучиларниң мәктәп сиртиға чиқишини чәклигән, лекин оқуғучилар һазирму мәктәп ичидә давамлиқ наразилиқ намайишлирини елип бармақта икән.

Җеңҗу университетиға қарашлиқ шеңда сода-иқтисат башқуруш иниститоти дәсләп оқуғучиларни қобул қилғанда, уларға җеңҗу университетиниң депломини беридиғанлиқини вәдә қилған. Әмма ахирида улар вәдисигә әмәл қилмай, бу йил оқуш пүттүргән оқуғучиларға мәзкур иниститот намида деплом тарқатқан. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.