Толуқ мааш алалмиған йүзлигән ялланма ишчи наразилиқ билдүрди
2006.06.22
Хитай мәтбуатиниң ашкарилишичә, сирттин бейҗиңға кәлгән ялланма ишчилар, бейҗиң шәһәрлик һөкүмәтниң йәр асти пойиз йоли ясаш қурулушиға қатнишип, бир йилдин кейин, елишқа тегишлик маашини алалмай, сот мәһкимисигә әрз сунған.
Җуңго гезитиниң 22 - июн күни бәргән хәвиригә қариғанда, бейҗиң шәһәрлик шичең райони хәлқ сот мәһкимиси мушу һәптә мәзкүр қурулушни елип барған қурулуш ширкитигә буйруқ чүшүрүп, шәндуңдин кәлгән 258 нәпәр ялланма ишчиниң бир йиллиқ маашини толуқлап беришини қарар қилған.
Бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт қармиғидики бейҗиң қурулуш гуроһи һәссиидарлиқ ширкити, өткән йили 6 - айда шәндуңдин ишчи яллап, бейҗиң йәр асти пойизи 5 - линийисини ясаш қурулушиға салған, бирақ қурулуш ширкити ишчиларға аран күнигә 10 йүән пул бәргән. Ишчилар буниңға наразилиқ билдүрүп сот мәһкимисгә әрз сунғандин кейин, сот мәһкимиси, җавабкарлиқни қурулуш ширкитигә артип, үч күн ичидә 258 нәпәр ишчиға 900 миң йүән төләп беришини вә барлиқ мәсулйәтни өз үстигә елишини бекиткән.
2008 - Йили бейҗиңда олимпик тәнтәрбийә йиғини өткүзүш мунасивити билән, хитай һөкүмити 400 милйон америка доллири сәрп қилип, бейҗиң шәһиридә йеңи йәр асти пойиз линийиси һәмдә айрупилан истансиси қурушни пилан қилған икән.
Хитайда иқтисадниң тәрәққи қилиши билән тәң, ишчиларни езиш қилмишлириму күндин - күнгә көпәймәктә, әмма буниңға әгишип наразилиқ һәрикәтлириму әвҗ алмақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җеңҗуда оқуғучиларниң наразилиқ қаршилиқ һәрикити йүз бәрди
- Ху җинтавға қарши намайиш уйғурлар билән тәйвәнликләргә қалди
- Фуҗйәндә 200 гә йеқин киши санаәт булғинишиға қарши наразилиқ билдүрди
- Ху җинтавниң зиярити һарписида америкидики хитайға қарши тәшкилатлар наразилиқ паалийәтлири өткүзүшкә тәйярлиқ көрмәктә
- Тйәнҗинниң лйүшәнхи йезисида йүзлигән деһқан намайиш өткүзди