Шиәндә нәччә миңлиған шопур наразилиқ намайиши елип барди


2006.06.29

Франсийә агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда, 26 ‏- июн күни шиәндә 10 миңдин артуқ үч чақлиқ машина шопурлири кочиға чиқип наразилиқ намайиши қилип , һөкүмәттин давамлиқ тиҗарәт қилишқа йол қоюшни тәләп қилған.

Һөкүмәт, шиәндә үч чақлиқ һарва билән тирикчилик қиливатқан 30 миң кишини, шәһәрниң қатнишиға тосқунлуқ йәткүзди дегән сәвәб билән иштин тохтатқан иди.

Франсийә агентлиқи намайишчиларниң бирини зиярәт қилип, сақчиларниң 5 нәпәр ишчилар вәкилини қолға алғанлиқини, буниң билән ишчиларниң қаршилиқ билдүрүш ирадисиниң техиму күчийип кәткәнликини билдүрди.

Үч чақлиқ машина шопурлири адәттә йолучи тошуш вә йүк тошуш арқилиқ җан бақидиған болуп , һөкүмәт 7 ‏- айниң 5 ‏- күни ишчиларниң бу ишни қәтий тохтитишини тәләп қилған. Шопурларниң билдүрүшичә, уларниң арисида илгири ишидин тохтитилғанлар болуп, мәзкүр қарар билән улар қайта ишсизлиққа дуч келидикән.

Ишчилар кочида , оғрилиқ қилмидуқ, булаңчилиқ қилмидуқ, уруш - талаш қилмидуқ биз қандақ қилип қанунға хилаплиқ қилған һесаблинимиз, дегәндәк шуарларни товлиған. Намайишчилар йәнә": гәрчә һөкүмәт даирилири кочиға нурғун сақчини әвәткән болсиму , бирақ сақчилар билән оттуримизда һечқандақ тоқунуш вә зиддийәт йүз бәрмиди" дәп билдүрди. Намайишчиларниң ейтишичә, шәһәрлик һөкүмәт буйруқ чүшүрүп, бу вәқәни мәтбуатларда хәвәр қилишни чәклигән, шуңа һечқандақ гезит - жорналда бу һәқтә хәвәр елан қилинмиған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.