Хитайда йәр-земин давасида тоқунуш йүз бәрди


2007.03.23

Франсийә агентлиқиниң 23 ‏- марттики хәвиридә җәнубий хитайда қурулуш ишчилири билән кәнттикиләр арисида тоқунуш болған.

Әслидә, бир қурулуш ишчиси йәрлик бир кишини трактурда бесип өлтүрүвәткәндин кийин қурулушчилар билән кәнттикиләр арисида қаттиқ талаш ‏- тартиш болған, андин қурулушчилар бу кәниттикиләрни урушқа башлиған.

Сәйшәнбә күни хитайниң гуаңдуң өлкиси гваңҗу арилидики амма топлишип бу вәқәгә қарши намайиш қилип қурулушчилардин төләм тәләп қилған. Радиомиз бәргән хәвәргә қариғанда , намайиш җәрянида 14 адәм яриланған. Бу вәқә хитайда йеқиндин бири йәр-земин мәсилиси сәвәблик юз бәргән намайишлар ичидә әң йеңиси.

Гуваңҗу арилида алий мәктәп тәрәққият қурулуши икки йил авал башланған. Йәрликләргә берилгән төләм бәк товән болғанлиқтин йәрлик амма арисида наразилиқ кәйпияти күчәйгән. Шуниңдин етибарән бу җайда нурғун қетим зораванлиқ түсини алған намайишлар йүз бәргән иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.