Чоңчиң шәһридә аял ишчилар кәң көләмлик наразилиқ намайиш елип барди


2007.04.15

Җүмә күни, чуңчиң шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси алдида, нурғун иштин қалдурулған тоқумичилиқ аял ишчилар бирликтә наразилиқ намайиш елип барған. Сақчилар намайишчиларниң бесими билән пәйшәнбә күни қолға алған намайишчиларниң башламчиси, таң ву исимлик бир нәпәр аял ишчини қоюп беришкә мәҗбур болған.

Буниң алдида йәни пәйшәнбә күниму чоң чиңдики иштин қалдурулған нәччә он нәпәр ишчи аял, өз һоқуқлирини тәләп қилип намайиш қилғанда сақчилар уларни топилаңчилар дәп қолға елип уларниң йетәкчиси таң вуни 12күнлүк қамаққа алған иди.

Америка авази радиосиниң хәвиридә чуңчиң тоқумчилиқ завутидин намайишқа қатнашқан ваңниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә " завут гумран болуп, ишчиларға һечқандақ төләм төлимәй пәқәт һәр айда 210 йүәндин төвән турмуш капалити беридиған болуп ишчиларни бирақла иштин қалдурған, нарази болған ишчилар органларға сөзини ахтуралмай намайиш қилип кочиға чиққан, әмма һөкүмәт һәмдә сақчилар йолларни қамал қилип намайишчиларни тутушқа башлиған. "

Чуңчиң пахта тоқумичилиқ завути -90 йиллардин башлапла нурғун ишчиларни қисқартишқа башлиған болсиму һазирға қәдәр уларниң төләм ишлирини һәл қилмиған икән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.