Сичүән өлкисидә миңдин артуқ амма вә оқуғучилар бирликтә намайиш қилди
2007.06.18
Ғәрбий җәнуби хитайда миңдин артуқ амма өлүп кәткән оқуғучиниң җәситини көтүрүп, сақчихана алдиған топлишип, "сақчилар бу оқуғучиниң өлүшигә сәвәп болған лүкчәкни қанат астиға алди" дәп намайиш қилди. Намайиш җәрянида сақчилар билән намайишчи амма арисида тоқунуш йүз бәрди.
Хоңкоңға җайлашқан бир кишилик һоқуқ вә демократийә мәркизи, ваң чияң исимлик 15 яшлиқ бу өсмүрниң 13 -май зиянкәшликкә учриғанлиқини уқтурған. Мәлум болушичә, сичүән өлкиси тәвәсидики җюлоң йезиси сақчханисиниң башлиқи бу оқуғучиниң өлүмигә сәвәбчи болған җинайәт гумандариниң тағиси икән.
Бу мәркәзниң билдүрүшичә, миңдин артуқ йәрлик амма вә оқуғучилар бирликтә, 17- май күни ваңниң җәситини көтүрүп сақчихана алдида намайиш қилған вә сақчилар билән тоқунушқан. Тоқунушта бирнәччә намайишчи яриланған, 30ға йеқин адәм қолға елинған вә җю лоң сақчиханисидики бәш сақчи вә сақчи башлиқи тохтитип қоюлған.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, вәқә йүз бәргән пәйттә, йәрлик һөкүмәт вәқә һәққидики хәвәрни қамал қилиш үчүн телефун вә интернет сим йоллирини үзүвәткән болғачқа ваңниң өлүш сәвәби һәм намайишниң җәряни һәққидә тәпсилий мәлумат елишқа имкан болмиған.
Техи мушу айниң бешидила, хенән өлкисиниң җеңҗу шәһиридә миңлиған оқуғучи базар башқурғучиларниң бир қиз оқуғучини уруши сәвәбидин машиниларни өрүп намайиш қилған иди. Йеқиндин буян хитай җәмийитидә һәр хил шәкилдики наразилиқ намайишлири көпийишкә башлиди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ички моңғулда 5 миңдин артуқ хәлқ аммиси сақчилар билән тоқунушти
- Хитай һөкүмити 12 сақчи вә һөкүмәт хадимини җазалиди
- Җеңҗо шәһиридә алий мәктәп оқуғучилири билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Хитай деһқанлар "пиланлиқ туғут сиясити"гә қарши йәнә намайиш қилди
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Хоңкоңда тйәнәнмен вәқәсидә өлгәнләргә матәм билдүрүш йиғилиши өткүзүлди
- Гуаңшида пиланлиқ туғут сияситигә қарши кәйпият йәнила җидди
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңши бобәйдики деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқи мәтбуатларда мулаһизә қилинмақта