Хоңкоңда пуқралар он миң кишилик намайиш өткүзүп демократийә тәләп қилди
2005.07.01
7 - Айниң 1 - күни хоңкоң хитай қойниға қайтип кәлгәнликиниң 8 йиллиқини тәбрикләватқан бир чағда, хоңкоң пуқралири он миң кишилик намайиш өткүзүп демократийә тәләп қилди. Тәбрикләш паалийити билән намайиш бир күнгә тоғра кәлди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу йилқи намайишниң көлими өткән йилқиға қариғанда чоң һесапланмайдикән. Сақчилар, намайишқа қатнашқанларниң 11 миңға йетидиғанлиқини билдүрмәктә. Әмма намайишни уюштурғучилар намайишқа 45 миң кишиниң иштирак қилғанлиқини илгири сүргән.
2003 - Йили 1 - июнда хоңкоң бойичә 500 миң киши намайиш қилип, хоңкоң даирилириниң түп қанундики 23 - маддиға өзгәртиш киргүзүшини рәт қилған иди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, бейҗиң һөкүмити кәлгүси бир қанчә йил ичидә хоңкоң бойичә омуми сайлам елип берилидиғанлиқини рәт қилғандин кейин, хоңкоң пуқралирида демократийиниң йетип келишигә қарита ишәнчиси азайған. Хитай һөкүмити йеқинда хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң баш катипи зең миңчүәнни доң җйәнхуаниң орниға хоңкоң бағ мәмурий әмәлдари қилип тәйинлиди.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пинсийигә чиққан азадлиқ армийә офитсерлар бейҗиңда намайиш қилди
- Хитайда йүз бәргән топилаңда 80 қа йеқин сақчи яриланди
- Хейлоңҗяңдики такси шопурлири намайиш қилди
- Хитай сақчилири бейҗиңдики әрз сунғучиларни тутқун қилди
- Хитайдики бихәтәрлик хадимлири наразилиқ һәрикәтлиригә мувапиқ муамилә қилишқа чақирилди