Хитай һөкүмити 12 сақчи вә һөкүмәт хадимини җазалиди


2007.06.09

Хенән өлкисиниң мәркизи җеңҗу шәһиридә хәлқиниң сақчиларға қарши исяни һөкүмәтни, 12 сақчи вә һөкүмәт хадимини җазалашқа мәҗбурлиди.

Өткән чар шәнбә күни җеңҗу шәһириниң кочилирида ушшақ тиҗарәт вә сетиқчилиқ билән шуғуллиниватқан алий мәктәп оқуғучиси бир қизниң, базар башқуруш хадимлири тәрипидин урулғанлиқи, хәлқниң ғәзибини қозғап, миңлиған кишиниң базар башқуруш хадимлири вә сақчиларға һуҗум қилишини кәлтүрүп чиқарған вә хәлқ билән сақчилар оттурисида қаттиқ тоқунуш йүзбәргән иди.

Хәвәрләргә қариғанда, базар башқуруш хадимлири оқуғучи қизни уруп , чишлирини төкүвәткән.

Хитай күндилик гезитиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, бу вәқәләр сәвәбидин һөкүмәт базар башқуруш гурупписиниң икки башлиқини вәзиписидин елип ташлап, 6 сақчи хадимини қолға алған.

Хитайда наразилиқ һәрикәтлири вә хәлқ билән сақчилар оттурисидики тоқунушлар күндилик бир ишқа айланған болуп, хитай җамаәт хәвиписизлик минситирлиқиниң билдүрүшичә, 2005‏- йили хитайда 87000 қетим наразилиқ һәрикити йүз бәргән. Бу 2003‏- йили йүз бәргән наразилиқ һәрикәтлиригә селиштурғанда, хитайда наразилиқ һәрикәтлириниң % 50 көпәйгәнликини көрситидикән.(Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.