Хитай деһқанлири ашлиқ елан қилип йәрлик һөкүмәткә наразилиқ билдүрди


2005.08.31

Хитайниң гуаңдоң өлкисидики 100 дин ошуқ хитай деһқанлири йеза башлиқиниң хиянәтчилики вә йәр - земин маҗирасидики наһәқчиликләрни әйибләп, чаршәнбә күни ашлиқ елан қилип наразилиқ билдүрди.

Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу деһқанлар гуаңдоң өлкисиниң таши йезисидин болуп, улар нәччә күндин буян пәню районлуқ һөкүмәт бинаси алдида намайиш өткүзүп, йеза башлиқи чен җиншеңни әмилидин елип ташлашни тәләп қилған. Лекин улар һөкүмәттин һечқандақ җаваб алалмиғандин кейин, чаршәнбә күни ашлиқ елан қилишқа мәҗбур болған.

Деһқанлар йеза башлиқи ченниң өзиниң шәхсий мәнпәәтини көзләп, деһқанларниң йәрлирини уларниң рухсити алмай турупла, йәр содигәрлиригә сетип бәргәнликини әйиблигән. Шундақла деһқанлар, әгәр һөкүмәт ченни хизмитидин бошатмиса, уларниң ашлиқ елан қилишни йәнә давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.

Намайиштики хуаң фамилилик бириниң франсийә агентлиқиға билдүришичә, чаршәнбә күни 100 дәк аманлиқ сақлаш сақчилири намайиш мәйданиға кәлгән һәмдә қол телефонда параңлашқан вә телефонда рәсимгә тартмақчи болған намайишчилардин 3-4 ини тутуп кәткән.

Фең фамилилик йәнә бир деһқан мухбирға, " һазир кишиләрниң аччиғи бәк яман. Биз һечнимидин қорқмаймиз. Әгәр сақчиларниң бизни тутқиси болса, мушу пүтүн йезини тутқун қилсун" дәп билдүргән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.