Тәйвән: ваң җиңпиңниң APEC йиғиниға қатнишишини рәт қилиш пүтүнләй асассиз
-
2005-10-14 -
-
-
Хитай һөкүмити асия тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу йил 11 - айда чақирилидиған башлиқлар йиғиниға тәйвән парламентиниң рәиси ваң җиңпиңниң президент чен шүйбйәнгә вакалитән қатнишишини рәт қилғандин кейин, тәйвән чоң қуруқлуқ комитети җүмә күни баянат елан қилип, хитайниң ваң җиңпиңни рәт қилишида һечқандақ бир сәвәби йоқ, дәп көрсәтти.

Тәйвән чоң қуруқлуқ комитетиниң баянатчиси йой йинлоң, хитай даирилирини а т о и һ т ниң өз ара чүшиниш роһини мәқсәтлик бурмилап, риаллиққа көз юмуш, хәлқара җәмийәтни хата йолға башлаш билән әйиблиди.
Йой йинлоңниң тәкитлишичә, тәйвән мәркизий тәтқиқат академийисиниң мудири ли йүәнҗий билән тәйвән боғузи фонди җәмийитиниң рәиси го җенфулар илгири асия тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати APEC ниң йиғиниға тәйвәнгә вәкил болуп қатнашқан. У, " шуңа җуңго тәрәпниң чүшәндүрүши өз- ара бир- биригә зит " дәйду.
Асия тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини 11 - айда чақирилиду. Йиғиндин кейин америка президенти җорҗи буш хитайни зиярәт қилиши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, кәмбәғәл дөләтләргә шәртлик һалда ярдәм қилишни халайду
- Хитай ақ ташлиқ китабида америкини тәйвәнгә қорал сатмаслиққа агаһландурди
- Тәйвән, дунядики сиясий тәсирини юқири көтүрүш үчүн хәлқаралиқ бир тәшкилат қурған
- Тәйвән б д т ниң икки қирғақ вәзийитини тәкшүрүшини тәләп қилди
- Тәйвәнниң муавин президенти лү шюлйән, икки қирғақ мунасивити һәққидә тохталди