Америка һөкүмитиниң хитайниң һәрбий күчи һәққидә һазирлиған доклати хитайниң наразилиқини қозғиди


2006.05.25

Хитай даирилири, америка тәрәпниң хитайниң һәрбий ишлири һәққидә һазирлиған доклатиға нисбәтән қаттиқ наразилиқини билдүрди. Мәзкүр доклатта хитайниң нөвәттә һәрбий күчини ашуруши вашингтон һәмдә асия дөләтлиригә тәһдит елип келидиғанлиқи тәкитләнгән иди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң 25 ‏- май күни бәргән хәвиригә қариғанда, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчавниң ейтишичә, доклатта җуңгониң һәрби күчини ашуруш тоғрисида оттуриға қоюлған мәсилиләр ашуривитилгән болуп, бу пәқәт вашингтонниң " соғуқ уруш тәпәккүри" дин ибарәт икән. Хитайниң бу баянатчиси йәнә "америка җуңгониң ичкий сияситигә арилишиш билән биргә хәлқара мунасивәтләргә зиян кәлтүрди" деди.

Америка тәрәптин сәйшәнбә күни елан қилинған доклатта, америка дөләт мудапиә министирлиқи, җуңгониң дөләт мудапийисини күчәйтиш қәдимини тезлитишидики мәқсидиниң ноқул тәйвәнгила қаритилған әмәсликини, хитай изчил түрдә әгәр тәйвән мүстәқиллиқ елан қилса, чоқум һәрбий һаләткә өтидиғанлиқи һәққидә тәһдит ишлитип кәлгәнлики тәкитләнгән .

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң мәзкүр йиллиқ доклатида йәнә, хитайниң тәйвәнгә қаритилған қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба санини көпәйткәнлики йәни мөлчәрләшләргә қариғанда әслидики 710 дин 790 гә йәткүзгәнлики ашкариланған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.