Ху җинтав техиму көп нефитқа еришиш үчүн русийә билән қазақистанға бармақчи


2005.06.29

Хитай дөләт рәиси ху җинтав дөлитидә күнсайин ешиватқан енергийә еһтияҗи сәвәбидин техиму көп хам нефит вә тәбиий газға еришиш үчүн мушу һәптиниң ичидә русийә билән қазақистанға зиярәткә бармақчи.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай өткән йили дөләт ичидә ишләпчиқирилған нефит билән өзиниң енергийигә болған еһтияҗиниң аран 50 нәччә пирсәнтини қандуралиған. Шуңа хитай нөвәттә нефит импортиға җиддий еһтияҗлиқ болмақта.

Униң үстигә хитай һөкүмити нефит истратегийисини русийә вә оттура асия дөләтлиригә бурап, өзиниң америкиниң тәсири күчлүк болған оттура шәрқ нефитиға тайинип қелишиға хатимә беришни мәқсәт қилған.

Нөвәттә хитай билән японийә һәр иккилиси, дуня бойичә иккинчи чоң нефит ишләпчиқарғучи болған русийиниң тәбиий газ турубисини өз дөләтлиригә туташтурушни талишиватқан болуп, русийә гәрчә дәсләп бу турубини японийигә туташтуруп беришкә қошулған болсиму, әмма һазирғичә техи ениқ бир қарар чиқармиди.

Хитай һөкүмити йәнә, қазақистан билән болған нефит алақисиға көп етибар бәргән болуп, қазақистан һөкүмити хитайға тутишидиған тәбиий газ турубиси ясашқа қошулған иди. Шундақла бу туруба қурулуши мушу йилниң ичидә пүтмәкчи. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.