Хитай чәтәлдин нефит импорт қилиш қәдимини тезләтмәкчи
2007.03.01
Сәйшәнбә күни, хитай өзиниң чәтәл нефитлиригә бихәтәр еришштики васитилирини муқимлаштуруш үчүн, хитай ширкәтлирини мәбләғ селишини риғбәтләндүридиған 9 дөләтни өз тизимликигә қошти.
Хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитетиниң билдүрүшичә, хитайниң нефит вә газ қурулуш түрлиригә мәбләғ салидиған ширкәтлири, кувәйт, либийә, нигерийә, норвегийә, еквадор вә боливийә қатарлиқ дөләтләрдә баҗ кәчүрүм қилишқа еришидикән. Лекин, хитайниң тизимликидики көпинчи дөләтләр мәхсус нефит експорт қилидиған дөләтләр әмәс икән.
Хитайниң дөләт игидарчилиқидики нефит ширкәтлири, чәләлдин импорт қилинидиған нефит миқдарини ашуруш үчүн милйонлап мәбләғ аҗритип, бу йеңи тизимликтики дөләтләрдә мәшғулат башлап бопту. Хитайниң бу һәқтики кона тизимлики 2004 - вә 2005 - йиллириму илан қилиған иди.
Өткән йили хитай уйғур елидинму 10милярд куп литирдин артуқ тәбиий газ вә нәччә милярд куп литир нефит йөткәп кәткән иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дунядики чоң нефит ширкәтлири хитай нефит базарлириға кирди
- Хитай нефит базири ечиш һәққидә бәлгилимә чиқарған
- Хитай -түркмәнистандин нефит гази импорт қилиш газ туруба қурулушини мақуллиди
- Ху җиңтав сәуди әрәбистанни зиярәт қилиду
- Түркмәнистан русийә билән енергийә һәмкарлиқи паалийәтлирини башлиди