Хитай нефитлигиниң җилиндики хемийә-санаәт завутида партлаш йүз бәрди
2005.11.13
Йәкшәнбә күни хитай нефитлигиниң җилиндики бир хемийә-санаәт завутида партлаш йүз берип, 50 нәччә кишиниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған һәмдә бу сәвәптин завут әтрапидики 10 миңдин ошуқ киши тарқақлаштурулған. Лекин һазирғичә өлгәнләр байқалмиған.
Партлаш вәқәси йәкшәнбә күни чүштин кейин хитай нефитлигиниң җилиндики 101 - хемийә-санаәт завутида йүз бәргән болуп, партлаш һәтта 200 метир йирақлиқтидики аилиликләр бинасиниң деризилириниму пүтүнләй чеқивәткән. Шундақла партлаштин келип чиққан қоюқ ис-түтәк нәччә йүз метир йирақлиқтики җайларниму қаплап кәткән.
Мунасивәтлик орунлар бу завутта пүтүнләй хемийилик суюқлуқлар болғанлиқи үчүн, бу йәрдә йәнә партлаш йүз беришидин вә зәһәрлик газларниң адәмләргә зиян йәткүзишидин әндишә қилип, бу әтраптики 10 миңға йеқин хәлқни өйлиридин көчүрүп, башқа җайларға тарқақлаштурған.
Гәрчә һазир дохтурханида 50 нәччә киши давалиниватқан болсиму, лекин һөкүмәт даирилири партлаш районини пүтүнләй қамал қиливалғачқа, йәнә қанчилик адәмниң яриланғанлиқи техичә ениқланмиған. Һазир бу партлашниң келип чиқиш сәвәбиму техи айдиң әмәс. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Газпрем ширкити хитайлар билән тәбий газ тоғрисида сөһбәт елип бериватиду
- Хитай нефит баһасиниң өрлишидин әндишә қилмақта
- Хитай билән һиндистан қазақистанниң нефитини талашмақта
- Хитай оттура асияниң енергийә вә кан байлиқлириға көз тикмәктә
- Атасу - алатав нефит турубисида декабирдин башлап нефит еқитилишқа башлайду