Хитайда непалға қорал йөткигән кишиләр қолға елинди
2004.11.19
Хитай сақчилири йеқинда непалға қорал - ярақ йөткигән 10 нәччә кишини қолға алди. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, оғирлиқчә йөткәлгән қоралларниң непалдики мав зидоңпәрәс партизанлар билән алақиси бар - йоқлиқи һазирға қәдәр ениқ әмәскән.
Непалдики мав зидоңпәрәс партизанлар илгири хитай һөкүмитиниң мәхший қоллишиға еришип кәлгән . Бирақ хитай һөкүмити 11 - сентәбир вәқәсидин кейин непалдики партизанларни қоллимайдиғанлиқи тоғрисида ениқ ипадә билдүргән иди. Бейҗиң һөкүмити бу йилниң башлири оғирлиқчә қорал йөткигән икки нәпәр непаллиқ әткәсчигә өлүм җазаси бәргән.
Непал мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бу қетим қолға елинғанлар 12 киши болуп, улар өткән йәкшәнбә күни хитай- непал чигирисида қолға елинған. Нөвәттә хитай һөкүмити бу дило үстидин тәкшүрүш елип бармақтикән. Бу арида америка ташқий ишлар министирлиқи, хитай һөкүмитидин тибәт раһиби тәнзин деләк ренпшочиға берилгән өлүм җазасини иҗра қилмаслиқни тәләп қилди. Хитай һөкүмити тәнзин деләк ренпочини чеңдудики партилтиш вәқәлиригә қатнишиш билән әйиплигән. Шундақла уни 2002 - йили 12 - айда өлүм җазасиға һөкүм қилип, икки йил кечиктүрүп иҗра қилишқа буйруған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сот даирилири иш ташлашқа қатнашқан бәш ишчини түрмигә ташлиди
- Хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққучи қийин-қистаққа елинди
- Хитай непалға бир дохтурхана қуруп бәрмәкчи
- Хитай сақчилири хитай компартийисиниң 4 - омумий йиғининиң һарписида миңлиған кишиләрни тутти
- Хитай сақчилири сотқа тартиливатқан бир аял мәһбусниң балисини мәҗбурий алдуривәткән
- Хитай һөкүмити ялған сүт парашоки делоси билән икки адәмгә һөкүм елан қилди