Хитайниң йеңи "әрзийәт низами" елан қилинди


2005.01.18

Хитай һөкүмити йеңидин өзгәртиш киргүзгән "әрзийәт низами" ни елан қилди. Хитай һөкүмитиниң бу йеңи бәлгилимиси бу йил 5 - айниң 1 - күнидин башлап күчкә игә болиду.

Хитай һөкүмитиниң зувани болған шинхуа агентлиқи, бу йеңи бәлгилимә һөкүмәт әмәлдарлири үстидин әрз сунған әрздарларниң һоқуқини техиму яхши қоғдайду дәп көрсәткән. Хәвәрдә, "йеңи бәлгилимә бойичә, әрздарларниң һөкүмәт оргини әмәлдарлири билән бивастә көрүшүш вә әрзлириниң беҗирилиш әһваллирини сүрүштүрүш һоқуқи" бар дейилгән һәмдә әрздарлардин өч алған әмәлдарларниң җазалинидиғанлиқи көрситилгән.

Бирақ әрзийәт түзүми, хитайда талаш - тартиш қилиниватқан сиясәтләрниң бири. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири, нурғун кишиләр мәҗбурий көчүрүш қатарлиқ җәмийәт мәсилилири вә адаләтсизликләр сәвәбидин һәр дәриҗилик һөкүмәт орунлириға берип әрз сунсиму, әрзлириниң көп һалларда ақмайдиғанлиқини билдүргән.

Әнгилийә б б с радио- телевизийисиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити ашкара қаршилиқ көрсәткән әрздарларға юқири бесимлиқ сиясәт қоллинип, уларни әмгәк билән өзгәртиш вә тутуп туруш орунлириға солиған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин ашкарилинишичә, йеңи "әрзийәт низами" шундақла хитайдики пуқраларниң бейҗиңға берип әрз сунушини тосушни мәқсәт қилидикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.