Хитай һөкүмити нопус партлаш долқуниға дуч келиватқанлиқини етирап қилди
2004.10.24
Бейҗиң һөкүмитидики нопус сияситигә мәсул әмәлдарлар, хитайниң әмгәк йешидики нопус көпийиш, нопус қериш вә омуми нопустики көпийишни өз ичигә алған үч чоң партлаш характирлик долқуниға дуч келиватқанлиқини етирап қилди. Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай дөләтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитетиниң мудири җаң вейчиң, 2020 - йилиға барғанда 16 яштин 64 яшқичә болған арилиқтики хитай нопусиниң 940 милйонға йетип, омуми нопусниң 65 ٪ ни игиләйдиғанлиқи, ишқа орунлаштуруш мәсилисиниң еғир бесимға йолуқудиғанлиқини илгири сүргән. Җаң вейчиңниң көрситишичә, шу чағда қериларниң нопуси һазирқи 7 ٪ дин 11. 8 ٪ Гә көпийиду, буниң ичидә 65 яштин юқириларниң омуми нопустики нисбити 23 ٪ игиләйду. Бу әһвал хитайниң иҗтимаий суғурта сестимисиға еғир бесим шәкилләндүрүши мүмкин.
Җаң вейчиң бу сөзләрни " нопус вә изчил тәрәққият стиратигийиси хәлқара муһакимә йиғинида тәкитлигән. Җаң вейчиңниң билдүрүшичә, хитайниң һазирқи пиланлиқ туғут сиясити бойичә кәлгүси 20 йил ичидә хитай нопуси йилиға 10 милйондин көпийип, 2030 - йилниң оттурлириға барғанда бир миярд 400 йүз 60 милйонға йетиду. Җаң вейчиң нопус сапаси төвән болуш, көчмә нопусниң көлими зор болуш, әр - аяллар нисбитиниң тәңпуңсизлиқи, әйдиз кесилиниң ямриши, намратлар напусиниң көпийишидәк 5 чоң мәсилигә дуч келиватқанлиқини илгири сүргән. Б д т нопус фонди җәмийитиниң хитайдики вәкили талийәниң билдүрүшичә, хитай нопусидики әр - аяллар нисбитиниң тәңпуңсизлиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғимақта. Бирақ у бу хил тәңпуңсизлиқниң 2050 - йилға барғанда нормаллишидиғанлиқини илгири сүргән. Хитайда һазир һәр 117 әр кишигә 100 аял тоғра келиду. (Әркин)