Хитай қисмән өлкиләрдә нопус сияситини бикар қилидиғанлиқини билдүрмәктә


2005.11.02

‎ Хитай һөкүмити қисмән өлкиләрдә, кишләрни шәһәр вә йеза нопуси дәп айриш сияситини ‎тәдриҗий һалда бикар қилип, шәһәрдики ишләмчи деһқанларниң һоқуқини ‎қоғдайдиғанлиқини җакарлиди. ‎

‎ Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай җамаәт хәвпсизлик минситирлиқи бу ‎сиясәтни алди билән ишләмчиләргә җиддий иһтияҗлиқ болған гуаңдуң вә лиявниң, ‎фуҗийән қатарлиқ 11 өлкидә йүргүзидиғанлиқини билдүргән. Әмма җамаәт хәвпсизлик ‎министирлиқи бу пиланниң конкирт қачан әмәллишидиғанлиқини ейтмиған. ‎

‎ Хитайниң нопус түзүлмиси, шәһәргә кирип җан беқиватқан нәччә он милйонлиған ‎деһқанларни давалиниш, маарип вә җәмийәт параванлиқиға еришиш пурситидин мәһрум ‎қилмақта. ‎

‎ Төт йил авал хенәнниң җиңҗу шәһиридиму нопусниң йөтклишигә болған қисмән ‎чәклимиләр бикар қилинип баққан. Әмма шәһәрдики қатнаш, маарип вә сақлиқни сақлаш ‎тармақлириға болған бесим артип, шәһәрдики җинайәт садир болуш ниспити тез ашқанлиқтин, ‎бу сиясәт кийин бикар қилинған иди.‎

‎ Хәвәрдин мәлум болишичә, бейҗиң бу сиясәт йүргүзүлидиған даиригә кирмәйдикән. ‎Бейҗиңдики шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик даирилириниң билдүрүшичә, әмилийәттә хитайниң ‎һечқайси чоң шәһәрлири зор түркүмдики аққунларниң келишигә тәйярлиқи йоқ икән. ‎Шоңа бир қисим даириләр, хитайниң бу пиланни йүргүзүштин бурун, нурғун иҗдимаий ‎мәсилиләрни һәл қилишқа тоғра келидиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)‎

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.