Хитай дуня бойичә нопусиниң ичидә яшанғанлар әң көп санни игиләйдиған дөләт болуп қалди
2006.12.13
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт кабинети 12 - декабир күни яшанғанлар мулазимити һәққидә ақ ташлиқ китаб елан қилип, хитайниң һазир "нупус қерилиқи" мәсилисигә дуч келиватқанлиқи баян қилинған.
Униңда баян қилинишичә, хитай һазир дуня бойичә пүтүн нупус ичидә яшанғанлар әң көп санни тәшкил қилидиған дөләт болуп қалди. Һазир хитайда йеши 60 тин ашқан кишиләрниң сани 144 милйон, пүтүн асиядики яшанғанлар саниниң йеримини, пүтүн йәр шаридики яшанғанлар саниниң 5 тин бир қисмини тәшкил қилиду. Хитайдики яшанған нопусниң 60% и йезиларда.
Хитай дөләт кабинети елан қилған ақ ташлиқ китабта баян қилинишичә, тәрәққи қилған дөләтләрдә нупус бешиға тоғри келидиған омум мәһсулат қиммити 5000 америка доллиридин 10 миң америка доллириғичә болуп келиватиду. Әмма хитайда нупус бешиға тоғри келидиған омум мәһсулат қиммити әмди техи 1000 америка доллиридин ашти. Бу селиштурмида наһайити чоң пәрқ бар. Хитайда һазир кишиләр йетәрлик байлиқ топлап болғичә балдурла қерип кетииватқан әһвал еғирлап кетиватиду. (Вәли)