Хитай нопус көпийишниң еғир бесимиға дуч келиватиду


2007.01.12

Хитай даирилири пәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитай нопусиниң 2033-йили бир милярд 500 милйонға йетидиғанлиқини вә бу хитайниң иҗтимаий муқимлиқи, иқтисад, муһит вә тәбий байлиққа еғир бесим шәкилләндүридиғанлиқини билдүрди.

Доклатта, бу дегәнлик көчмән ишчиларниң техиму көпийидиғанлиқи, әр - аяллар нопусидики тәңпуңсизлиқниң еғирлишидиғанлиқи шундақла яшанғанлар нопусиниң көпийидиғанлиқидин дерәк бериду, дегәнликтур, дәйду.

Доклатта әскәртишичә, хитайда 15яштин 64 яшқичә болған хизмәт йешидики нопус 2016 - йили бир милярд 10 милйонға йетип, хитайда хизмәт тепиш, маарип вә иҗтимаий хизмәт саһәсидә зор мәсилә пәйда қилидиғанлиқини әскәртти. яшанғанларниң сани һазирқи 143 милйондин 2040 - йили430 милйонға йетип, дөләтниң пинсийә вә иҗтимаий саламәтлик сестимиси еғир риқабәткә дуч келидиғанлиқини агаһландурди.

Хитай мәмликәтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитети тәрипидин һазирланған доклатта, 2020 - йилғичә хитайда той қелиш йешидики 30 милйон яшниң хотун тапалмайдиғанлиқини вә бу әһвал хитайда иҗтимаий муқимсизлиқ вәзийити яритидиғанлиқини билдүрмәктә.

Доклатта әскәртишичә, хитайда 2005 -йили һәр 100 қиз боваққа 118нәпәр оғул бовақ тоғра кәлгән. Гуаңдоңға охшаш бәзи җайларда болса һәр 100 қиз боваққа 130 оғул бовақ тоғра келиватқанлиқини билдүрди. Доклатта хитай нопусини 2020 - йилғичә бир милярд 450 милйон әтрапида контрол қилиш, 9 йиллиқ мәҗбури маарип түзүмини 2010 -йилғичә омумлаштуруп болуш шундақла йеза - кәнтләрдә иҗтимаий суғурта системисини қуруп чиқиш тәләп қилинған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.