Әр-аял нисбитиниң тәңпуңсизлиқи хитайға апәт елип келидиған муһим амил
2007.01.11
Хитай пәйшәнбә күни доклат елан қилип, " пиланлиқ туғут сиясити йүргүзгәндин буян 100 милйон қиз бовақ туғулғанлиқини , буниң билән хитайда әр- аял нисбитиниң тәңпуңсизлиқ мәсилиси күндин - күнгә ешиватқанлиқини билдүрди.
Хитай нопус тәтқиқат истратегийә программиси тәшкилатиниң доклатида, хитайда елип берилған пиланлиқ туғут сиясити сәвәбидин, әр - аял нисбити тәңпуңсизлишип, 2005 - йилидин кейин, хитайда той йешиға йәткән әрләр сани аяллардин алаһидә көп болуп, 2020 - йилиға барғанда, 20 яштин 45 яшқичә болған кишиләр арисида аяллардин 30 милйон әр киши көп болидикән .
Хитай нопус тәтқиқат истратегийә программисида тәкитлинишичә, хитайда кәлгүси 30 йил ичидә, 200 милйон адәм көпийип, 2010 - йили хитайниң омумий нопуси 1 милярд 360 милйонға , 2020 - йили 1 млиярд 45 милйонға , 2033 - йили хитайда нопус әң юқири пәллигә чиқип 1 милярд 400 милйонға йетидикән.
Мәзкүр тәшкилат, 2004 - йили 2 - айдин 2006 - йили 4 - айғичә хитайниң нопус тәрәққияти, нопус билән иқтисади, җәмийәт, енергийә, муһит мунасивити қатарлиқлар үстидә тәкшүрүп тәтқиқат елип бериш арқилиқ юқириқи доклатни һазирлиған.
Көзәткүчиләр, хитайда мәвҗүт болуватқан вә кәлгүсидә техиму күчийип кетидиған әр - аяллиқ нисбитиниң тәңпуңсизлиқи хитайға еғир апәтләрни елип келидиған муһим амилларниң бири дәп қаримақта . (Әқидә)