Олимпиккә йерим йил қалған пәйтләрдә хитай һәр түрлүк мәсилиләргә дуч кәлмәктә
2008.02.08
Хитай һөкүмити 2001- йили олимпик саһибханилиқни талишиш җәрянида дуня җамаәтчиликигә, кишилик һоқуқни илгири сүрүш вә ахбарат әркинликни кәң қоюветиш җәһәтләрдә вәдиләрни бәргән һәмдә бейҗиң олимпикидин бурун бейҗиңниң һава булғиниш дәриҗисини төвәнлитип олимпик өткүзүш өлчимигә йәткүзидиғанлиқи һәққидә мәйданини ипадилигән болсиму, мана 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик йиғиниға нәччә айла қалған күнләрдә, нә бейҗиңниң һава сүпитидә , нә хитайдики кишилик һоқуқта яхшилиниш болғини йоқ.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: " олимпиккә саһибхан болғучилар җим боливелип олимпик қиммәт қаришини йәргә урди"
Мушу мунасивәт билән баш штаби парижға җайлашқан чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни бир доклат елан қилип, доклатта хитайниң 2001- йили олимпик саһибханилиқини елиш алдида хитайда кишилик һоқуқ әһвалини яхшилайдиғанлиқи вә ахбарат әркинликини қоюветидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән болсиму, хитайда бу җәһәтләрдә һечқандақ илгириләшләрниң болмиғанлиқини оттуриға қойди.
Доклатта, хитайниң дуня җамаәтчиликигә бәргән бу вәдилиридә турмиғанлиқи көрситилип, һазир хитайда 80 нәпәр мухбир вә торда мақал елан қилғучиниң түрмидә икәнлики буларниң ичидә бәзилириниң һәтта 1980- йиллиридин буян қамалғанлиқи оттуриға қоюлди.
Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң нәчә миң тор бекәтлирини тақап, торға чиққучиларни көзитишкә интернет сақчилирини орунлаштурғанлиқини вә 2007- йилида 180 чәтәл мухбирниң хитайда һәр түрлүк һуҗумларға, тәһдитләргә учриғанлиқи һәтта солаққа чүшүп қалғанлиқи көрситилип: " мана мушу пәйтләрдә хәлқара олимпик комитети вә олимпиккә саһибхан болғучилар җим боливелип олимпик қиммәт қаришини йәргә урди" дәп көрситилди.
Ричардсон ханим :" хитай хәлқара җәмийәткә бәргән вәдисини сақлимиди"
Хитай һөкүмити дуня җамаәтчиликигә бәргән вәдилирини қайрип қоюп, нурғун язғучи , мухбирларни түрмигә ташлиған болуп, буларниң ичидә 4 нәпәр язғучи уйғур илидин болған, әсқәр һөсәйин, нурмуһәммәт ясин, тохти музат қатарлиқлар.
Бу һәқтә тохталған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүмниң директори софий ричардсон ханим бирләшмә агентлиқиға: " олимпик йиғини өткүзүш бәдилигә бейҗиң ақлайдиғанлиқини әмәлийәттә көрситидиғандәк әмәс. Әксичә, биз һазир хитай һөкүмитиниң һөкүмәтни кишилик һоқуқини яхшилашқа қистиған пуқраларни системилиқ һалда бастуруватқанлиқиға вә җимиқтуриватқанлиқиға шаһит болуватимиз " деди .
Һава булғиниши мәсилиси тәнһәрикәтчиләрни әндишигә салмақта
Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә , бу йил хитайда өткүзүлидиған олимпик йиғиниға қатнишиш үчүн тәйярлиқ қиливатқан нурғунлиған ғәрб дөләт тәнһәрикәтчилири хитайдики һава сүпити мәсилиси түпәйли японийә , корийә вә сингапор қатарлиқ дөләтләрдә мәшиқ базиси қуруп, хитайға йеқинму кәлмигән. Һәтта һазир тәнһәрикәтчиләр арисида тәйярлиқ җәрянида маска тақап йүрүш пиланиму мәйданда кәлгән.
Мәлум болушичә, бейҗиң асмини туманлаштуруп туридиған һава тәркибидики қара күйә, карбон чала оксид, гуңгурт төт оксид, нитроген қатарлиқ химийилик зәһәрлик маддилириниң еғирлиқ дәриҗиси дуня сәһийә тәшкилатиниң өлчимидин 5 һәссә юқири болуп, һава тәркибидики бу маддиларни һазир тазилаш бейҗиң даирилириниң алдидики әң қийин мәсилиләрниң бири икән.
Һаиле гебрселассие:" әгәр у йәрдә мәсилә еғир болса, әлвәттә бармиған яхши"
Һалбуки хитай һөкүмити бу йил авғустта бу мәсилини қандақ һәл қилидиғанлиқини ениқ билдүргән болсиму, хитайлар олимпик җәрянида завутларни тақап, қурулуш орунлирини иштин тохтитип, бир милйондәк машинини қатнаштин тохтитидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән болсиму, әмма хитайниң бу вәдилири йәнила бәзи тәнһәрикәтчиләрниң әндишилирини пәскойға чүшүрәлмиди.
Бирләшмә агентлиқида нәқил кәлтүрүп көрситилишичә, дуня узунға йүгүрүш чемпийони һаиле гебрселассие өз саламәтликиниң һәммидин муһим икәнликини көрситип: " әгәр у йәрдә мәсилә еғир болса, әлвәттә бармиған яхши. Мениң биринчи орунға қойидиғиним яшаш вә саламәтликимни асраш" дегән вә бәлким бу йиллиқ олимпиккә бармаслиқи мумкинликини көрсәткән.
Хәвәрдә көрситилишичә йәнә, бәш ай илгири бейҗиңда теннис топ мусабиқисигә қатнишиш җәрянида зиққа кесили әдәп кәткән чемпийон җустин һенинму бу йиллиқ олимпик мусабиқисигә бармаслиқи мумкинликини билдүргән.
Хәлқара олимпик комитетиму, хитайни бу җәһәтләрдә тезрәк чарә қилишқа һәйдәкчилик қиливатқан болуп, илгири олимпик комитетиниң рәиси җәкус рогге һава сүпити мәсилиси түпәйли бәзи узунға созулидиған мусабиқә түрлириниң кәйнигә сүрүлүши мумкинликини илгири сүргән иди.
Бейҗиң аһалиси йәнила сапасиз
Хитай олимпик йетип келиштин йолуқидиған йәнә бир мәсилә бейҗиң шәһәр аһалисиниң сапасизлиқи мәсилиси болуп, гәрчә хитай һөкүмити хизмәт ишлигәчкә бейҗиңлиқларда кәлгән йәрләргә түкүрүш адити азайған, өчирәт вә тәртипләрни чәклик даиридә сақлайдиған әһвал шәкилләнгән болсиму, шинхуа агентлиқиниң бу һәқтә елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидин нәқил елип көрситишичә, бейҗиң хәлқи олимпик өлчимигә йетиш үчүн өз қилиқлирини йәнә көп җәһәтләрдә яхшилимиса болмайдикән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, һазир бейҗиң даирилири һәр айниң 11- күни " актип һалда өчирәттә туруш күни " қилип бәлгиләп, кишиләргә йүрүш - туруш өлчәмлирини өгитидиған нәччә милйон парчә оқушлуқ тарқатқан.
Йеқинда хитай хәлқ университети елип барған тәкшүрүштә бейҗиңлиқларниң аммиви сорунларда түкүрүш адити бурунқи 4.9 Пирсәнттин 2.5 Пирсәнткә чүшкән болсиму, бейҗиңлиқларниң мәдәнийлик дәриҗиси 73.4 Поинт болуп, 80 поинтлиқ олимпик өлчимигә тошмиған.
Хитай өз дөләт күчини олимпик көзники арқилиқ дуня җамаәтчиликигә намаян қилмақчи
Гәрчә хитай оз дөләт күчини намаян қилиш үчүн 2008- йиллиқ олимпик йиғини үчүн 40 милярд доллар пул сәрп қилған, өз хәлқиниң начар турмуш адитини өзгәртип, " есил сүпәтлик һәм сапалиқ" хитай пуқралирини яритип чиқип, хитайниң нәқәдәр мәдәнийәтлик вә тәрәққий қилған дөләт икәнликини олимпик көзники арқилиқ дуня җамаәтчиликигә намаян қилиш истикини әмәлгә ашуруш үчүн тиришиватқан болсиму , бейҗиң даирилириниң өз вәдисигә вапа қилмай, кишилик һоқуқни техиму системилиқ йосунда дәпсәндә қилиши, бейҗиңниң булғанған һаваси вә хитай һөкүмитиниң дарфурда ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан судан һөкүмитини дипломатийә җәһәттә қоғдап, һәрбий җәһәттә изчил ярдәм берип келиватқанлиқи 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикигә қара көләңгә ташлап туруватқан тәрәпләр болуп, буларму бу йил авғустта хитайға баридиған 30 миңдин артуқ мухбир, нәччә миңлиған тәнһәрикәтчи вә саяһәтчиләр бәкрәк диққәт қилидиған мәсилиләрдур.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда уйғур ахбарат саһәси техиму еғир тәқип астида
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң қирғинчилиқ олимпики
- Бейҗиңниң һава келимати чәтәллик тәннтәрбийә маһирлирини үмидсизләндүрмәктә
- Хитайда һәр йили 100 миңдин артуқ ишчи иш үстидә қаза қилмақта
- Бейҗиң даирлири олимпик қурулуш мәйданида адәм өлүш һадисисиниң йүз бәргәнликини рәт қилди
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта