Олимпик қурулушида йеридин айрилған деһқанлар намайиш қилғанлиқи үчүн тутқун қилинди
2005.07.20
Хитай сақчилири чаршәнбә күни олимпик қурулушида йеридин айрилип қалғанлиқи үчүн намайиш өткүзиватқан деһқанларниң арисидин икки кишини тутуп кәткән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүришичә, бу икки киши ли шибо вә җаң гочиңлар болуп, ли шибониң аяли мәзкур агентлиққа, чаршәнбә күни 10 дәк сақчиниң деһқанлар икки айдин бери намайиш қиливатқан җайға келип, бу икки кишини башта рәсимгә тартивелип, андин уларни елип кәткәнликини билдүргән.
Линиң аяли җиң чювен йәнә, сақчиларниң уларни қәйәргә елип кәткәнликидин хәвәр тапалмиғанлиқини, гәрчә әтраптики бир қанчә сақчиханиларға телефон ечип сүрүштә қилған болсиму, әмма һазирғичә уларниң из-дерики тепилмиғанлиқини билдүрди.
Бейҗиң шәһәр ичигә 30 километир келидиған бу йезидики миңға йеқин деһқан бу йил 6 - айдин башлап намайиш қиливатқан болуп, улар һөкүмәтниң уларни мәҗбурий көчүривәткәнликигә нарази болған һәмдә һөкүмәттин төләм тәләп қилған.
Бейҗиң һөкүмити бу деһқанлар олтурақлашқан районға олимпик тәнһәрикәт йиғининиң су тәнтәрбийиси үчүн қурулуш салидиған болуп, һөкүмәт даирилири бу җайларниң йезилиқ һөкүмәткә тәвә икәнликини, шуңа шәхсләргә һечнемә берилмәйдиғанлиқини билдүргән.
Хитайда йеқинқи бир нәччә йиллардин буян олимпик мәйдани қурулуши сәвәбидин йәр игилириниң наразилиқ намайишлири әвҗ алди. Шундақла нөвәттә хитай һөкүмити , йүксәк инсанпәрвәрликкә үндәйдиған хәлқара олимпик йиғининиң хәлққә зиян салған асаста өткүзүлмәслики һәққидә хәлқараниң бесимиға учримақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғәзәпләнгән деһқанлар муһитқа зиянлиқ бир завутқа һуҗум қилған
- Хоңкоңда пуқралар он миң кишилик намайиш өткүзүп демократийә тәләп қилди
- Пинсийигә чиққан азадлиқ армийә офитсерлар бейҗиңда намайиш қилди
- Хитайда йүз бәргән топилаңда 80 қа йеқин сақчи яриланди
- Хейлоңҗяңдики такси шопурлири намайиш қилди