Бейҗиң, олимпик йиғининиң бихәтәрлики үчүн чәтәлләр билән һәмкарлишидиғанлиқини елан қилди


2007.01.15

Бейҗиң сақчи идариси, 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йеғини җәрянида террорлуқ һуҗумлири елип берилишиниң алдини елиш үчүн, чәтәл бихәтәрлик күчлири билән һәмкарлишиш мәқситидә йеңи бир бөлүм қурди.

Ройтрес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң олимпик бихәтәрлик идарисиниң башлиқи чаң вий дүшәнбә күни өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, 20 айдин кейин өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йиғининиң бихәтәр өткүзүлүшигә капаләтлик қилиш үчүн һөкүмәтниң һәр түрлүк тәдбир алидиғанлиқини билдүргән. Әмма у олимпик тәнһәрикәт йиғиниға охшаш чоң тәнһәрикәт йиғинлириниң өтмүштә хәлқара террорчилиқ тәшкилатлириниң нишани болғанлиқини әскәртип, бүгүнки дуняниң тинч бир дуня әмәслики һәмимизгә мәлум. Мушу сәвәбтин кишиләрниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн биз һәрқандақ тәһдитни йоқитидиған тәдбирләрни алимиз, дегән.

Олимпик тәнһәрикәт йиғинини тинч өткүзүш хәлқара җәмийәтниң ортақ нишани икәнликини тәкитлигән бейҗиң олимпик бихәтәрлик идарисиниң башлиқи чаң вий, хәлқара җәмийәт билән һәмкарлашмай бу нишанға йетиш мумкин әмәс, деди.

У 2007 ‏- йилидики тәйярлиқларниң наһайити муһим икәнликини тәкитләп, бу йил 26‏- нөвәтлик олимпик тәнһәрикәт йеғини үчүн синақ тәриқисидә елип берилидиған паалийәтләр, һөкүмәтниң бихәтәрлик тәдбирлириниң йетәрлик болуп- болмиғанлиқини баһалашта муһим рол ойнайду, дегән.

Узун йиллардин бери уйғур елидә аталмиш террорлуқ паалийәтлири һәққидә учур бәрмигән хитай һөкүмити, өткән һәптә памир игизликидә бир террорлуқ лагириға һуҗум қилип 18 кишини өлтүргәнликини билдүрүп, дуня җамаәтчиликиниң диққитини қайтидин бу мәсилигә тартишқа тиришти.

Лекин хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини хәлқара террорлуққа қарши урушни баһанә қилип, уйғурларниң хитай һакимийитигә болған наразилиқини бастурушқа тиришиватиду дәп, әйиблимәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.