Канада мәтбуатлирида бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш мәсилиси муназирә қилинмақта


2007.04.28

Канаданиң Hamilton Spectator гезитидә елан қилинған бир мақалида, канада һөкүмити хитай әдлийә даирилириниң канада пуқраси уйғур паалийәтчиси һүсәйин җелилни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқиға, 2008‏- йили бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш арқилиқ җаваб қайтуруши керәклики оттуриға қоюлған.

Җәрәми водли дундас тәрипидин елан қилинған мақалида "ташқи ишлар министири петәр маккай һүсәйин җелилниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мунасивити билән елан қилған хетидә "канада һөкүмити кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитидин қаттиқ әндишә қилмақта" дегән. Ундақта нимә үчүн у, тәнһәрикәтчилирини 2008‏- йилидики бейҗиң олимпик тән һәрикәт йиғинини байқут қилишқа чақирмайду?" дейилгән.

Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш үчүн нурғун сәвәбләрниң мәвҗут икәнлики тәкитләнгән мақалида мундақ дейилгән: "һөсәйин җелил вә башқа паалийәтчиләрниң түрмигә ташланғанлиқи, мәһбусларниң органлириниң сетилғанлиқи, тибәтниң ишғал қилинғанлиқи вә будда дининиң бастурулғанлиқи, хитайниң дарфурдики қирғинчилиқ мәсилисидә суданни қоллиғанлиқи вә хитай һөкүмитиниң өлүм җазасини һәддидин ташқири ишлитиватқанлиқи буниңға мисал болалайду. Хитай бу мәсилиләрниң хитайниң ички иши икәнликини баян қилиши мумкин. Лекин бу олимпик роһиға теги- тәктидин хилап мәсилиләр. " (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.