Нәнси пелоси, президент бушни бейҗиң олимпикини байқут қилишқа чақирди


2008.04.01

Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси рәиси нәнси пелоси, америка президенти бушни хитай һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикити түпәйлидин, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимиға қатнашмаслиққа чақирди.

Нәнси пелоси, сәйшәнбә күни америкиниң и б с телевизийидә бәргән баянатида, хитай һөкүмити үчүн наһайити муһим һесабланған, олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимини байқут қилишни, ойлинишқа тигишлик бир мәсилә дәп қараймән" дегән.

Демократ партийиси әзаси болған нәнси пелоси, тибәттики наразилиқ һәрикитидин кейин, һиндистанға қаратқан зиярити җәрянида, дарамсала шәһиригә берип, тибәтләрниң диний вә сиясий даһиси далай лама билән көрүшкән иди.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент буш, хәлқара җамаәтниң, хитай һөкүмитиниң тибәттики намайишчиларни бастурушиға наразилиқ билдүрүш үчүн, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимини байқут қилиш тоғрисидики бесимиға қаримай, мәзкур мурасимға қатнишишини пиланлимақта.

Лекин германийә баш министири ангела меркел бейҗиң олимпик мусабиқисигә қатнашмайдиғанлиқини җакарлиди вә франсийә президенти николас саркози болса, олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш еһтималлиқи барлиқи бишаритини бәргән.

Хитай һөкүмити, ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси, җяң йү сәйшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимини байқут қилидиған дөләтләр, өз мәнпәәтигә зиян йәткүзиду. Дәп көрсәтти. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.