Хитай олимпик һарписида кишилик һоқуқни яхшилаш бесимиға изчил дуч кәлмәктә
2008.03.06
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, 3 қетим олимпик су үзүш мусабиқисида алтун медалға еришкән, голландийә су үзүш маһири хокенбенд пәйшәнбә күни хәлқара олимпик комитетиниң рәиси җаккуз рогиниң, бейҗиң олимпик мурасими өткүзүлүштин бурун хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә тохтилишини тәшәббүс қилди.
Мәзкүр су үзүш маһири сөзидә, роги әпәнди пүткүл тәнтәрбийичиләргә вакалитән, хитайниң кишилик һоқуқни яхшилиши тоғрисида очуқ ипадә билдүрүши керәкликини тәкитлиди.
Бу арида кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хадими келина ханим, хитайниң 2001 - йили олимпик мурасимини өткүзүш һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн, кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики шәртләрни қобул қилғанлиқини, һазир дәл шу вәдисигә әмәл қилидиған вақитниң йетип кәлгәнликини билдүрүп мундақ дәйду": биз йәнила хитай даирилириниң дуняға өзиниң кишилик һоқуқтики илгириләшлирини көрситишини халаймиз, бирақ бир қанчә йиллар өтүп кәтти, биз һечқандақ илгириләшни көрмидуқ."
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң, кишилик һоқуқни яхшилашта олимпикқа бәргән вәдиси тоғрисидики мәйдани наһайити ениқ болуп, хитай олимпикни сиясийлаштурувәтмәсликни, чүнки бу олимпик роһи вә принсипиға тоғра кәлмәйдиғанлиқини тәкитләш билән биргә, хәлқара җәмийәтниң олимпик қаидисигә хилап һәрикәтләргә қарши турушини тәләп қилған.
Бейҗиң олимпикиниң өткүзүлүшигә аран 5 ай вақит қалған болуп, нөвәттә тәнһәрикәтчиләрни күтивелиш шуниңдәк 20 миңға йеқин чәтәл мухбирлири үстидә тәкшүрүш елип бериш хизмәтлири ишләнмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара сақчи оргини 2008 - йил олимпикиниң террорлуқ һуҗум нишани болуш еһтималлиқи барлиқини көрсәтти
- Хитай әрздарлар, хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт әвәтти
- Хитай дарфур мәсилисидә инкас қайтурди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Америка диний әркинлик тәшкилати доклат елан қилип хитайни әйиблиди
- Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайниң кишилик һоқуқни тизликтә яхшилишини тәләп қилди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң аял - балиларниң мәнпәәтини қоғдаш йиғини ечилди
- Хитай 'шәһванийлиққа қарши туруш' дегән нам билән кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқи саһәсидики тәнқидини рәт қилди