Олимпик мәшилигә от йеқиш мурасими кишилик һоқуқ органлириниң қаршилиқиға дуч кәлди
2008.03.24
24 - Март дүшәнбә күни гретсийидә өткүзүлгән 2008 - йиллиқ олимпик мәшилигә от йеқиш мурасими ахбарат әркинлик тәшкилати вә тибәт һәрикити тәшкилати қатарлиқ органларниң қаршилиқиға учриди.
Мәлум болушичә, баш штаби парижға җайлашқан чегрисиз мухбирлар тәшкилати әзалири мурасим мәйданида намайиш елип барған һәмдә бейҗиң олимпикини тәшкилләш комитетиниң рәиси лю чи сөзгә чиққанда, олимпик һалқисиниң орниға қолға салидиған койзиниң сүрити чүшүрүлгән қара рәңлик байрақни көрситип өз наразилиқини ипадилигән.
Бирләшмә агентлиқиниң нәқил қилишичә, чегрисиз мухбирлар тәшкилати баянатида "әгәр олимпик мәшили муқәддәс дәп қаралса, кишилик һоқуқ униңдинму муқәддәс, биз хитай ичидә йүз бериватқан кәскин кишилик һоқуқ әһвалини әйиблимәй туруп хитай һөкүмитиниң тинчлиқниң символи болған бу мәшәлгә еришишигә йол қоялмаймиз" дегән.
Хәвәрдә көрситилишичә, өзини қизил бойивалған бир тибәт аял мәшәлни көтүрүп маңған тәнһәрикәтчиниң алдида йетивалған болуп, башқа намайишчилар "тибәткә мустәқиллиқ", "шәрмәндә хитай һөкүмити" дегәнгә охшаш шоарларни товлашқан.
Мәлум болушичә, гретсийә сақчилири бу намайишчиларниң иккисини вә чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң 3 әзасини тутқан.
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай телевизорлирида олимпик мәшилигә от йеқиш мурасими өткүзүлгән көрүнүш берилгәндә, мәзкур намайиш йүз бәргән көрүнүшләрниң һәммиси кесип чиқириветилгән икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палата әзаси шрод бравн, америка ташқи ишлар министирини уйғур мәсилисигә арилишишқа чақирди
- Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси хитай һөкүмитиниң бастуруш һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди
- Далай лама хәлқара җәмийәтни тибәт вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди
- Бейҗиң : олимпик мәзгилидә елип берилидиған наразилиқ һәрикәтлиригә чәклимә қойди
- Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисида рухсәтсиз намайиш қилишқа болмайдиғанлиқини җакарлиди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Қазақистан икки нәпәр хитай тәнһәрикәтчини пуқралиққа қобул қилмақчи
- Далай лама 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қоллайдиғанлиқини билдүрди
- Әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд хитайни лүкчәк дөләтләр билән һәмтавақ болмаслиққа чақирди
- Олимпик мунасивити билән елип берилған паалийәтләр хитайда өзгириш һасил қилалмайду
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Хитай бейҗиң хәлқара айродроминиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти